Инсан, хәлиқ, милләт тәғдири, умумән кона тарих — бәдиий әдәбиятта кәң көрүнүш тапиду. Бирақ бәдиий әдәбиятта чевәр болғанларла шу мәхсәткә йәткүзиду. Инсанларни китап оқушқа қизиқтуридиған әшундақ бәдиий әдәбият алаһидә роль ойнайду. Бу тәрәптин уйғур проза жанриниң маһарәт чоққисиғичә йәткән Турған Тохтәмовниң исми дәсләпкиләрдин болуп һесаплиниду. Заманимизниң ярқин намайәндиси, атақлиқ әдип, мәрһум Турған Тохтәмовниң туғулғининиң 80 жил толушиға мунасивәтлик «Мән, хәлқимизниң сөйүмлүк язғучиси Турған Тохтәмовни қандақ тонуймән?» дегән соал бойичә ушбу сәрләвһилик мақаләмдә мәрһум қәләм саһибиниң мәлум қисминила өз ичигә алидиған һаятиға нәзәр ташлап көрмәкчимән.
* * *
Башта ейтқинимдәк, бәдиий әдәбиятқа қизиқишимни мәктәптә оқуған башланғуч синиплирида хәлиқ еғиз иҗадийити билән Өмәр Муһәммәдий, Һезим Искәндәров, кейинәрәк Исмайил Саттаров, Лутпулла Мутәллип, Илия Бәхтия, Турған Тохтәмов қатарлиқ әдипләрниң утуқлуқ чиққан әсәрлири ойғатқан еди. Ядимда, уйғур тили вә әдәбияти пәниниң муәллими Муһәббәт һәдә Майдинова Турған Тохтәмовниң «Дадамниң җугиси» намлиқ һекайисини зор маһарәт вә тәсират илкидә чүшәндүрүп берип, дилимизға қуйған еди. Әсәрдә бала-қәһриманға дадисиниң җугиси шундақ иссиқ, шундақ меһриван еди. Буниң һәммисини язғучи зор маһарәт вә тапқурлуқ билән тәсвирлигән. Мундақ әсәрләр яш оқурмәнниң дилини тезла рам қиливалидиғини шу вәҗидин еди. Әйнә «Дадамниң җугиси» қатарлиқ һекайиләрни оқуп өсүп, әдәбиятқа дегән иштияқимиз күндин-күнгә улғийип, бир пүтүн милләт тарихиға чоңқур чөкүшни үгәндуқ.
* * *
2006-жили иҗадийәт муһитида «көзүмни ачқан» қутлуқ орунларниң бири – «Азия бүгүн» гезитидә ишләватқан пәйтим еди. Иш баби билән Уйғур театри бенасиға бәлгүлүк жиғинға гезит хадими сүпитидә қатнаштим. Әтигән келиваптимән. Залға киришим билән алдинқи орундуқларниң биридә мән кичигимдин көрүшкә арман қилған талантлиқ язғучи Турған Тохтәмов олтурупту. Қолида һасатайиғи бар. Йенида йәнә бири киши. Әтималим, язғучини жиғинға елип кәлгән киши болуши керәк… Мән һетиқимай берип, язғучи билән саламлаштим.
– Ваалейкумәссалам, балам! Ким болисән?
– Йеңи нәшир қилинишқа башлиған «Азия бүгүн» гезитиниң тилчиси – Абдулҗан Азнибақив болимән.
– Демәк, қолуңда қәлимиң бар?
– Әндила алдим.
– Яхши! – бизниң сөһбитимиз мошундақ қисқила болди. Сәвәви, йенимизға язғучиниң тонуши келип, аманлаштидә, өз ара параңға чүшүп кәтти. Чоңлар арисида маңа пәқәт «қулақ моллиси» болуп олтиришқа тоғра кәлди. Ғоллуқ зиялилар арисида маңа буму бәхит еди.
Өмрүмдә язғучи Турған Тохтәмовни бирла қетим көрүшкә несип болди. Дәймән, сөйүмлүк язғучимниң әсәрлири кичигимдин тонуш болғачқа, әшу бир дәқиқидә язғучи билән илгиридин тонуштәк билинди маңа. Һазирму әсәрлири билән муңдишимән…
* * *
Бираз жиллар болди, даңлиқ язғучимиз Турған Тохтәмов намида униң аилисиниң тәшәббуси билән «Уйғур авази» гезитидә мәхсус конкурс уюштуриливатиду. Аталған конкурс бойичә бирқатар муәллипләр маддий һәм мәнивий рәғбәтләндүрүлди. Буму бир яхшилиқ. Биринчидин, қәләм тутқан муәллипләрни иҗадийәткә җәлип қилиш, иккинчидин, иҗаткарларни қоллаш мәсилисидур. 2017-жили ушбу конкурсқа мәнму қатнаштим. Нәтиҗидә үчинчи орунға муйәссәр болдум. Новәттики конкурсларда муәллипләрниң қатари көпәйсекән дәймән. Сәвәви, алдинқи конкурсларда асасән, чоңлар иштрак қилған. Яшлар аз. Бу әһвалму бираз хиҗил қилидекән. Мундақ чағда «Яшларни қоллаш йоқ» дегән гәпниң чиқиши орунсиз. Һелиму шүкри, бүгүн әшундақ талант саһибилириниң изини қоғлап келиватқан яшлар бар. «Өткәнгә салавәт» дәп, кәлгүсидә яшларниң мундақ конкурсларда паал иштрак қилидиғанлиғиға үмүтим зор.
* * *
Йеқинда хизмәт қиливатқан Исмайил Саттаров намидики мәктәптә күтүлмигән әһвалға дуч кәлдим. Мәктәп мудири Әзимҗан ака Мәрүпов иккимиз мәктивимиз һәққидә сир чекидиған кона альбомни варақлаветип, мону бир сүрәтләргә көзүмиз челиқти. Сүрәтләрдә язғучи Турған Тохтәмовниң мәктивимизгә келип, устазлар билән оқуғучилар арисида учришиш өткүзүлгәнлиги әкис етилип туриду.
Сүрәттә байқиғинимиздәк, язғучидин башқа бүгүнки күндә тонулған шаир вә пешқәдәм журналист, устаз Мәһәмәтҗан Һаппизов шу жиллири наһийәлик «Әмгәк туғи» гезитиниң хадими сүпитидә қатнашқан екән. Мәһәмәтҗан акиниң ейтип беришичә, учришиш 1988-жили язғучиниң «Назугум» романи йоруқ көргәнлиги мунасивити билән өткүзүлүпту. Учришишниң тәшәббускари мәрһум устазлар – шу чағдики мәктәп мудири Исмайил Абдурахманов билән уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Нур Мәсимов болған екән.
Ушбу учришиш Әзимҗан акиниңму ядида қапту.
– Бу учришиш зади есимдин кәтмәйду. – дәп башлиди мудир сөзини, – Язғучи һөрмитигә бүгүнки күндә тәҗрибилик устаз-тилчилиримиздин болған Маһирәм Нәсирдинова, Муһәббәт Майдинова, Арзигүл Һошуровалар «Назугум» романидин елинған парчиларни зор маһарәт билән ипадилик оқуп чиққан. Әсәрниң бәлгүлүк сюжети бойичә сәһнилик көрүнүшму көрситилгән. Учришиш давамида оқуғучилар тәрипидин қизиқарлиқ соалларму қоюлди. Ахирида тәшәббускар устазлар тәрипидин язғучиға зор утуқлар изһар қилинди. Ахирида сүрәттә көрүнүп турғинидәк, мәрһум йәнә бир устазимиз Ризвангүл Һаширова бир топ қизлар билән бирликтә даңлиқ язғучиға гүлдәстиләрни соға қилди. Мәзкүр учришиш шу чағдики устазлар билән оқуғучиларниң ядида узақ сақланди. Сәвәви, мәктивимизгә күндә мундақ зиялилар келивәрмәттидә…
Мана әшу учришиш мәктивимиз тарихида қалди. Жуғирип ейтсақ, миллий әдәбиятимизға өлмәс әсәрләрни яритип кәткән язғучи Турған Тохтәмов бүгүнки вә кәлгүси әвлатларниң қәлбидә мәңгү қалидиғанлиғи чоқум.
Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ,
Әмгәкчиқазақ наһийәси.
Add Comment