«Һəр заманниң өз язғучиси бар…»

Турған Тохтəмов исмини чоң əвлат вəкиллирини демигəнниң өзидə, бүгүнки таңдики көзи очуқ, зеһни ойғақ яшлиримизниңму һəммисигə дегидəк тонуш десəк, ашуруп ейтқанлиқ болмас. Уларниң һəрбири мəктəп партисидин башлап, дадамниң, əң болмиғанда, бир əсəрини оқуп чиқти, дəп ойлаймəн. Шундақ болсиму, вақитниң бир орунда турмайдиғанлиғи ениқ.  

Мəсилəн, рəқəмлəштүрүш вə илим-пəн тəрəққияти кəң қанат яйған бүгүнки заманда, көпчилигимиз Интернет арқилиқ əхбарат елишқа вə китап оқушқа адəтлəндуқ. Һазир қолида телефони, өйидə компьютери йоқ адəм учрашмайду десəкму болиду. Биз халаймизму яки халимаймизму, амма аччиқ һəқиқəт шуки, қəғəз арқилиқ əхбарат тошиғучи васитилəрни (гезит, журнал, китап вə башқилар) пəйдин-пəй электронлуқ гаджетлар билəн смартфонлар алмаштурмақта. Кəлгүсидə китап яки гезитни қол билəн тутуп оқушниң элитилиқ мəшғулатқа айлинип, көпчилигимиз уни арман қилидиған күнлəрниң келидиғанлиғиму еһтималдин жирақ əмəс. Шуңлашқиму, заман тəлəплиригə мувапиқ, көплигəн нəширлəр пəйдин-пəй электронлуқ нусхиларға өтиду. Мəсилəн, һазирниң өзидила «Уйғур авази» гезитиниң электрон нусхиси аммибаплиққа айлинип, уни дунияниң көплигəн əллиридə яшаватқан қандашлиримиз оқуп келиватиду. Буниңму өзигə чушлуқ иҗабий тəрəплири бар. Мəсилəн, оқурмəнлəрниң даириси географиялик җəһəттин кəңийиду. Чүнки, гезит яки китап оқурмəнгə йəтмигəн əһвалда, Интернет ярдəмгə келиду. Демəк, шу Интернет əхбарат елишқиму, китап оқушқиму имканийəт яритиду. Шуниңға мувапиқ оқурмəнлəр саниму өсиду дегəн сөз. Бүгүнки күндə елимиздə рəқəмлəштүрүш мəсилисигə җиддий көңүл бөлүнмəктə.

Шуни нəзəрдə тутуп, биз дадамниң туғулғининиң 80 жиллиғи һарписида униң иҗадийитиниң мухлислири үчүн алаһидə соға һазирлидуқ, йəни язғучи Турған Тохтəмовниң мəхсус электронлуқ сайтини – www. turgantokhtam.kz – ачтуқ. Бу пəқəт бизниң аилимиз үчүнла əмəс, бəлки барчə əдəбият мухлислири, җүмлидин дадамниң иҗадийитигə бепəрва қаримайдиған инсанлар үчүнму чоң йеңилиқ һəм хошаллиқ вақиə дəп һесаплаймиз. Умумəн, сайтниң əзəлдинла əдəбиятсөйəр хəлқимиз үчүнму əһмийити зор. Чүнки бу бүгүнки күнгə қəдəр уйғур язғучишаирлириниң арисида ечилған тунҗа вə, һазирчə, бирдин-бир мəхсус сайт. Униңға биз язғучиниң өз ана тилида йезилған вə башқа тилларға тəрҗимə қилинған əсəрлириниму җəмлидуқ. Шуңлашқа у көрнəклик қəлəм саһибиниң балиларға беғишланған қисқа һекайилиридин башлап, көлəмлик романлириғичə болған барлиқ əмгəклири билəн тонушушқа имканийəт яритиду. Шундақла биз бу йəргə дадамниң қəлимигə мəнсүп айрим мақалилар билəн биллə замандашлириниң əдип һəққидə язған əслимилирини, фото вə видео материалларниму мүмкинқəдəр көпирəк топлашқа тириштуқ.  

«Һəр заманниң өз язғучиси бар…». Бу ибарини дадамниң қолязмилиридин учраттим. Уни сайтниң ечилишиға, шу арқилиқ оқурмəнлəрни язғучиниң əҗайип мəзмунлуқ һəм мəптункар мəнивий дуниясиға елип киришкə сəвəп болди десəмму хаталашмаймəн. Дайим онлайн-режимда ишлəйдиған мəзкүр сайт заманивийлиғи вə турақлиқ йеңилинип туридиған дизайни түпəйли башқилардин пəриқлиниду. Гəп болуватқан сайтниң ечилиши, болупму уйғур тили вə əдəбияти пəнлириниң муəллимлири үчүн интайин чоң əһмийəткə егə. Чүнки көплигəн мəктəплиримизниң китапханилирида Турған Тохтəмовниң китаплириниң азлиғи яки тамамəн йоқлуғи һечким үчүн сир əмəс. Əнди бу бошлуқниң орни толидиғанлиғи муқəррəр. Мəзкүр сайтниң ечилишини шундақла əдип иҗадийитини яхши көридиған, амма өз вақтида һəрхил сəвəплəргə бола, униң əсəрлирини оқалмай қалған шəхслəрму чоң хошаллиқлар илкидə қарши алиду дəп ойлаймиз. Бизниң пикримизчə, бу йеңилиқни өсүп келиватқан əвлатму һаяҗанлиқ билəн қобул қилиду. Шуниң билəн биллə əдипниң мухлислириға язғучиниң əсəрлирини қайта оқуп чиқип, уларға бүгүнки күн турғусидин нəзəр ташлиған һалда, иҗадийитини қайта баһалашқа имканийəт яритилиду дегəн сөз.

Йəнə бир қəйт қилидиған йери, бу сайтни ечиш арқилиқ, биз дадимизниң əсəрлиригə йеңичə көзқараш, йеңичə һаят, йеңичə җошқунлуқ беришни нийəт қилдуқ. Əң муһими, буниңдин кейинму дадимизниң өзи бəк қəдирлигəн, меһир-муһəббəт бағлиған һəм сөйүнгəн хəлқигə техиму йеқин болушини истəймиз. Мошу йəрдə шуни тəкитлимəкчимизки, биз сайт билəн биллə униң мобиллиқ үлгисиниму җарий қилдуқ. Шуңлашқа силəр қəйəрдə болушуңлардин (йолда, өйдə, дəм елишта) қəтъий нəзəр, һəрқачан янфонуңлардин бизниң (буниңдин кейин бу һəм силəрниң!) сайтимизниң электронлуқ үлгисини ачалайсилəр. Дəрвəқə, мəзкүр сайт турақлиқ йеңилинип турғачқа, бəзидə техникилиқ сəвəплəргə бола, силəрни күткүзүп қоюши мүмкин. Мундақ əһвалларни чүшəнчə билəн қобул қилишиңларни сораймиз. Сəвəви, буниң һəммиси вақитлиқ һадисə. Сəһипидə шундақла беваситə алақилишиш хизмитиму моҗут. Шуңлашқиму силəрниң пикиртəклиплириңларни күтимиз. Бу биз үчүн интайин муһим.

Йеқин-арида биз сайтқа язғучи китаплириниң PDF үлгилириниму селишни мəхсəт қиливатимиз. У чағда силəр у китапларни өзəңларниң компьютер вə телефонлириңларға қачилавелип, имканийитиңлар яр бəргəндə оқуш имканийитигə егə болисилəр.

Туғлуқ ТОХТƏМОВ

Нур-Султан шəһири.

«Уйғур авази», 30 апрель, 2020 жил

Add Comment

Your email address will not be published. Required fields are marked *