Турған ака Тохтәмов уйғур әдәбиятиниң 80-жиллардики раса бир тәрәққий әткән пәйтидә әң жирик әсәрлирини яратқан язғучи акилиримизниң бири. Турған акамни мән чәт әл тиллири институтида оқуп жүргән пәйтимдә тонуп, билгән едим.Бир күни Турған акам Йолдаш ака Азаматов билән биллә бизниң ятақханиға муштири топлаш иши билән уйғур оқурмәнлирини издәп кәлгән екән. Мениму улар шу түпәйли учритип, бу ишқа ярдәм қилишимни илтимас қилған еди. Мәнму муштири топлаш ишиға дилим билән киришкән едим. Турған акамниң аддий тил билән йезилған һекайилирини оқуп, худди әдип тәсвирлигән жайларда униң билән биллә жүрүватқандақ бир һиссиятта қалаттим. Болупму «Дадамниң жугиси» һекайиси маңа алаһидә бир иллиқ тәсират қалдурған еди. Нөвәттә униң «Сәргәндан», «Ақ йеғин» қатарлиқ башқа әсәрлириниму қизиқиш билән оқуп чиқтим. Мән «Коммунизм туғи» һазирқи «Уйғур авази» гезитигә тәклип қилинған чағда, Турған акам «Жазушы» нәшриятиға авушуп кәткән еди. Лекин, язғучи акимиз гезитханиға пат-пат келәтти. Савутжан акам, Долқун акам үчимиз паалийәт елип баридиған «Әдәбият» бөлүмигә келип узақ параңлишидиған.Мән сәл боғуқ авазда сөзләйдиған, чақчақниму интайин бабида қоллинидиған бу аддий вә кәмтар инсанниң гәплирини аңлаштин ялиқматтим. Ижадийәтни әндила башлиған маңа өзиниң акилиқ пикирлирини ейтатти. Бүгүнки күндә шу заманниң кәмтар, талантлиқ инсанлирини бир-бирләп ечинишлиқ билән әсләштин башқа амалимиз йоқ.
Гүлбәһрәм Хошаева,
язғучи вә алимә, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, Туран университетиниң доценти
Add Comment