ТОХТӘМОВ ТУРҒАН ҚАСИМ ОҒЛИ
Язғучи йоқ хәлиқ — өлгән хәлиқ
Һәр заманниң өз язғучиси бар …
Тәғдир мениңдин әмәс – мән тәғдирдин қутулалмай кетиптимән
Дунияда һәммидин улуқ нәрсә мустәқилиқ. Адәм балиси биригә муһта болмай, немә қилимән, нәгә баримән, немә дәймән, қандақ сөзләй десә тартинип, әймәнмәстин сөзлигәнгә немә йәтсун. Мана Қазахстанниң алдиға мустәқил дөләт болуп, ана тилида әркин сөзләватқиниға көп жил. Мән һеч кимгә беқинмаймән десә өз әркә.
Бирақ мошу мустәқиллиқ дегәнни кәдирләп, уни қоғдап қелиш, шу мустәқиллиқниң Қазахстанда мәңгү болуши үчүн күришиш, керәк.
Саат 9-да Хизмәткамниң памятникиға гүл чәмбәр қоюшти. Мән сәл кечикип қалдим. Адәмләр қайтишқа башланғанда машинимиз чоң Ғулжа йоли билән һәйкәлниң уддулиға йетип кәлди. Худаға шүкри үлгәрдуқ. Машинимиз тохтиши билән баламниң қолтиғимдин йөлиши билән асфальтлап қойған дөңдин көтирлишим билән бирлири қолтуқлап елип, йол беришкә башлиди. Ахири қорчиған решеткиғиму қолум тәгди. Худаға миң қәтлик шүкри, үлгирип кәлдуқ, дедим ичимдә. Бирлири саламлашмақ. Бирлири … бәндичилик. Оқуғучилар «Бу пут-қолини сөрәштүрүп келиватқан кимдур, мошу һалиға кәлмисә немә болғанду…» дегәндәк көз қуйриғида қаришип қойишиду. Хижаләт. Путумни сөрәп баламниң қолтуқлиши билән һелиқиларға қаришип қойимән. Башқисиға болсиғу кәлмәсму қояттим, бу һаләткә йәткинимни силәргә көрситип. Бипәрва хатириси, Һизмәткамниң роһиға бола йетип кәлдим. У мени мошу сөзләрни яз, дәп қара йәрдә ташлап кетип, өзи зәй ляфиәттә йетивалғиниға йетип кәлдим. «Икки Тохтәмовниң бирәси болсиму кәлмәмту» демисун, дәп йетип кәлдим, дегән сөзләр есимға чүшкәндә көзүмгә яш келип кәтти. «Тохтәмовлар неманчә жиғлаңғу болуп кәткән» дегән сөзләр есимға чүшкәндә өзәмни тутувалдим. Һизмәткам тиллавәткәндәк болуп қалди. «Я, худа өзәң қолла!», дәймән ичимдә. «Икки язғучи акамни қара йәргә көмүп қоюп, мениң шулар үчүнму йезишниң орниға жиғлаңғулиқ қилип жүргиним немиси», дәймән ичимдә. Таяққа тайинип өзәмни тутувалдим. Һелиқи иккиси язғучиниң әрвалини қоллидиму, өзәмни тутувалдим. «Уларниң қара йәрдә йетивалғанда мениң һәр иккиси үчүн язмай жиғлап жүргиним немиси», дәймән ичимдә… Қандақту бир ғәйри күч пәйда болуп һас тайиғимға таянғандәк болуп бешимни дәс көтәрдимдә, дәрһал өйгә келишим билән машинкиға олтирип, сақ қолум билән йезишқа кириштим. Маңа йәнә әшу икки язғучи акамниң, Һизмәт билән Қурванниң әрвалири медәт бәргәндәк йезип кәттим… Я, худа, өзәң медәт бәр», дәймән ичимдә. Олтарған орундуғум өрүлүп кәттидә, қалғинини өрә туруп яздим…