(Көрнəклик язғучи Турған Тохтəмовниң туғулғиниға — 80 жил)
Бүгүн туғулғиниға сəксəн жил толуватқан көрнəклик язғучи Турған Тохтəмов қириқ жилға йеқин вақит һəрхил гезитлар редакциялиридə (дəслəп Панфилов наһийəлик «Йеңилиқ авази», андин «Коммунизм туғи», «Йеңи һаят» гезитлирида), «Жазушы» нəшриятида хизмəт қилип, тəһрирлик, тəшкилий ишлар билəн мəшғул болди. Хизмəт баби билəн йүзлигəн мақалə, очерк, һөҗҗəтлик китапларни йезип, миллий мəтбуатимиз тəрəққиятиғиму салмақлиқ үлүш қошти. «Пəрваз» мəҗмуəсини тəсис қилип, уни дəслəпки санидин та ахириғичə чиқирип турди. Бəш жил давамида Алмута шəһəрлик Уйғур мəдəнийəт мəркизини башқуруп, миллий əнъəнилиримиз, урпиəдəтлиримиз вə мəдəнийитимизни, тилимизни қайта җанландуруш ишлириға паал арилашти. Униңдин сирт у йəнə өзиниң сөйүмлүк кəспи – иҗадийəт билəн үзлүксиз шуғуллинип, миллий əдəбиятимизни йүксəлдүрүшкə һəм уни дунияға тонутушқа салмақлиқ һəссə қошти.
Турған акидəк көрнəклик иҗаткаримизни əслигəндə ой-хияллиримиз беихтияр һалда, һəқиқий рəвиштə қазақстанлиқ уйғурларниң миллий тəрəққиятидики «алтун дəвир» һесаплинидиған өткəн əсирниң 70 — 80- жиллирини кинəш илкидə чарлайду. Дəрһəқиқəт, шу дəвирдики мəйли илим-пəн, маарип, мəтбуат, радио-телевидение, театрсəнъəт, нəшриятчилиқ вə һаказилар болсун, мəйли егилик, партия, кеңəш саһасидики муқум иш-паалийəтлəр, қазинилған утуқлар еғиз толтуруп ейтқидəк дəриҗидə зор еди. Егилик, партия, җəмийəтлик саһалардики биртүркүм тəҗрибилик рəһбəрлəр билəн бирқатарда күчлүк зиялилар қошуниму йетилгəн еди..
Турған Тохтəмов пүтүн вуҗуди билəн иҗадийəт долқуниға шуңғуп кирип, бəдиий қиммити жуқури йеңи һекайə, повесть, романларни яритишқа башлиди: «Кона түгмəн», «Дадамниң ахирқи хети», «Қақирилар қайтқанда», «Кейинки пушайман», «Ахирқи туғут», «Базған садаси», «Ақ йеғин», «Виждан азави», «Назугум», «Аниниң көз йеши», «Сəргəрдан»… Əсəрдин-əсəргə қəлимини чиңдап, тəдриҗий жуқури өрлигəн язғучиниң еришкəн утуқлири, ашқан даванлири китапханларниму бəк хурсəн қилди, əлвəттə. Əгəр Турған Тохтəмовниң иҗадий паалийитигə сан вə сүпəт җəһəттин қарайдиған болсақ, униң һəқиқəтəнму кечə-күндүз тəр төкүп иҗат қилған əдиплиримиздин екəнлигини көримиз.
Улуқ Вəтəн урушиниң еғир қисмəтлири язғучи əсəрлиридə яққал өз əксини тапқан. Уларниң бəзилиридə биринчи планда аниниң обризи гəвдилиниду. «Базған садаси», «Дадамниң ахирқи хети» намлиқ повестьлири, «Ақ йеғин» романи буниңға мисалдур. Мəзкүр повестьлар йəнə шу уруш мавзусини, кишилəр тəғдири қандақла болмисун, шуниңға бағлиқ екəнлиги тоғрисидики һəқиқəтни тəстиқлəйду. Уларниң үчилисидə дəһшəтлик жиллар балиларниң һаятқа болған көзқаришини шəкиллəндүриду, адəмлəр шу еғир синақлардин өтиду. «Кона түгмəн» вə «Дадамниң ахирқи хетидə» қəһриманларға, əң алди билəн анилар тəсир қилған болса, «Базған садасида» уларниң орнини төмүрчи Макар егилəйду. Урушқа бағлиқ қəһриманниң көрмигини йоқ, у еғир җəңлəрдин кейин əсиргиму чүшкəн һəм униң дозиғиниму бешидин өткүзгəн. У нака, җисманий тəрəптинму төмүрчиниң еғир ишиға ярайдиғини чағлиқ. Бригадир Мухпул униң чишиға тегиду, əсирдə болғанлиғини қайта-қайта дақап, униң үзигə басиду. Язғучиниң тəсвиридə Мухпул қанчə мерəз, көрəлмəс вə абройпəрəс болса, төмүрчи шунчə таза, алийҗанап вə əмгəксөйгүчтур. Əгəр Макар таға болмиғанда, ким билиду, Вақасниң тəғдирини, униң Халидəмгə болған дəслəпки сөйгү-муһəббитини əсəрниң баш қəһримани, һəтта Хəйриниса вə Басит акиниң паҗиəсигиму өз устазиниң көзи билəн қарайду. 1990-жили нəширдин чиққан «Аниниң көз йеши» повести башқичə услупта йезилсиму, униңдиму лəнити уруш орун алған.
Əйни чағда һекайə вə повестьлири билəн даңқ қазанған һекайивəн Турған Тохтəмов өз истедатиниң йеңи қирлирини бирқанчə романларда намайəн қилди. Улар: «Ақ йеғин», «Назугум», «Виждан азави», «Сəргəрдан» намлиқ жирик əсəрлири. Мəзкүр романларниң пəқəт биридə — «Ақ йеғиндила» йəнə шу шум урушниң əкси садаси аңлиниду. Патəмхан момайниң ечинишлиқ һаяти, униң һечкимни бепəрва қалдурмайдиған тəғдири қайтақайта шу лəнити урушқа һөкүм, уни һечқачан қайта болғузмасқа чақириқтур. Əгəр «Кона түгмəндики» Назимниң аниси Азнихан повесть жанриға бола тəсвирлəнгəн болса, бу дөрəн əдип өз қəһриманини кəң планда берəлигəн. Мəлум рəвиштə язғучи Патəмхан обризида шу дəвирни, йезидики өзгиришлəрни, кишилəр арисида уларниң турмушқа көзқаришиға бола орун елишқа башлиған тоқунушларни реал əкис əттүрүшкə муваппəқ болалиған.
«Виждан азави» вə «Сəргəрдан» романлириниң сюжетлирини мəлум рəвиштə умумлаштурушқиму болиду. Сəвəви, буларниң һəр иккисидила у қаттин-бу қатқа чиққанлар тоғрисида сөз болиду. Амма охшашлиқ, əсəрлəр йөнилишидики йеқинлиқ шулар билəнла түгəйду. Мундақ болуши, қəһриманлар Қазақстан дияриға һəрхил вақитларда чиққан. Иккинчи тəрəптин қариғанда, «Виждан азавиниң» баш қəһримани Рахман җинаий ишқа урунуп, у қатқа қечип кетишкə мəҗбур болған вə кейинирəк шараитниң башқичə йөнилиш елишиға бағлиқ, балилири билəн бу яққа, өз жутиға чиққан. «Виждан азави» көп җəһəттин психологиялик əсəр. Униңда биз өз җинайити үчүн өмүрбойи қийнилип, виждан азавини чекиватқан кишиниң қисмитини көримиз. Виждан азави — бу ички дəрт-һəсрəт, қутулуп болмайдиған жүрəк мəшəқити. Буни қəһриман қириқ жил тартиду һəм шуниңға муптила болған адəмниң ечинишлиқ һаятини язғучи психологиялик тəсвирлəр түпəйли реал гəвдилəндүрүшкə муваппəқ болалиған. Шуниң билəн биллə «Виждан азавини» оқуғанда, Яркəнт шəһириниң шу вақиттики көрүнүши, шараити, уруштин кейин турмушниң аста-аста түзиливатқанлиғи билəн, һəммидин əвзили, кишилəрниң һəр вақиттикигə охшаш меһмандостлуғи, бош вақитни мүмкинқəдəр саз-нəғмə, нахшилар билəн өткүзүшкə тиришидиғанлиғи билəн тонушимиз. Муəллип өз жути, униң қəһриманлирини чоң муһəббəт билəн тəсвирлəйду.
«Сəргəрдан» романиниң вақиəси өткəн əсирниң 60-жиллириниң бешида реал һалда болуп өткəн. Май вақиəсигə бағлиқ, намайишчилар оққа тутулғандин кейин, болупму чегара ечилип, кишилəр аммивий һалда сабиқ Кеңəш елигə интилғандин кейин һөкүмран даирилəр йəрлик хəлиққə нисбəтəн сəяситини кəскин өзгəртиду. Аммивий тəқиплəр, илғар кишилəрни сүргүн қилиш, яшларниң изиға чүшүш тез овҗ алди. Романдики баш қəһриманниң бири Садиқҗанниң дадиси тоғрилиқ вə өз хəлқиниң у яқтин-бу яққа, бу яқтин-у яққа қачимиз дəп талай қирғинчилиққа учриғанлиғи тоғрилиқ ейтқанлири һечкимни бепəрва қалдуралмайду. Садиқҗан əйнə шу қач-қачларниң талай уйғурни өлүмгə мəһкүм қилғанлиғини билип турсиму, йеқин дости Барат билəн бу қатқа қечишқа қарар қилиду. Нəтиҗидə уларниң арманлири күмпəйкүм болидудə, һəр иккилиси Қазақстанниң шималидики шəһəрлəрниң биригə сүргүн қилинип, еғир җисманий ишларға мəҗбурлиниду. Сүргүнлүк муддитини тамамлиғанлар иш издəп, һəр яққа тарайду. Йеқин достлар Садиқҗан билəн Баратму айрилиду. Барат өз сөйгүси Баһаргүлни издəп, сəпəргə атланса, һөкүмəт органлириниң тапшуруғи билəн қайтидин вəтинигə, Ғулҗиға əвəткəн Садиқҗан қолға чүшиду… Муəллип Садиқҗан һəм шуниңға охшашларниң тəғдирини «сəрсанчилиқ», «сəргəрданлиқ» дəйду. Əгəр һəқиқитигə келидиған болсақ, уларниң мисали бу пүтүнсүрүк хəлиқниң паҗиəси, тəғдири… Турған Тохтəмов, гəпниң лилласини ейтқанда, уйғур Кеңəш əдəбиятида роман жанриниң шəкиллинишигə вə тəрəққий етишигə салмақлиқ һəссисини қошқан көрнəклик язғучи. Униң кəң китапханлар вə əдəбиятшунаслар тəрипидин халис, адил баһасини алған «Назугум» тарихий романи сөзүмизгə испат болалайду.
Мақалиға мошу йəрдə чекит қойсақ болатти. Амма миллий əдəбиятимизда өзиниң өчмəс из тамғисини қалдуруп кəткəн истедатлиқ əдипниң алий инсаний хислəтлиригə, болупму униң ички өмлүк вə миллий тəрəққият һəққидə ейтқан ой-пикирлиригə, болупму өткəн əсирниң 90-жиллири, əдəбиятқа һəвəс бағлиған яшларға қилған ғəмхорлуғи тоғрилиқ қисмəн болсиму тохтилип кетишни мувапиқ көрдуқ.
Турған Тохтəмов билəн шəхсəн мəн 1993-жили бəтму-бəт учришип, һəмсөһбəттə болғандим. Шу жилниң январь ейида «Уйғур авази» гезитида «Һəҗвий һекайилəр» сəрлəвһисидə биртүркүм қисқа һəҗвий һекайилирим бесилди. Илахун ака Җəлилов вə Илахун ака Һошуров үчимиз Əдəбият бөлүмидə өзара сөһбəт қуруп олтираттуқ. Бир пəйттə, ишикни улуқ ечип, бөлмигə язғучи Турған ака Тохтəмов кирип кəлди. У шу чағда «Пəрваз» мəҗмуəсиниң баш муһəррири лавазимини егилəп, Алмута шəһəрлик Уйғур мəдəнийəт мəркизиниң рəиси вəзиписини атқуратти. Саламсааттин кейин, гəпара Илахун ака Җəлилов «Турған, өткəндə сəн «əдəбиятқа һəвəс бағлиған яшлар арисида иҗадий конкурс уюштурсақ болатти», дегəндиң. Шу пикриңни һазир мəн Илахун билəн Шəмшидингə ейтип беривататтим» девиди, Турған ака маңа бурулуп, иккимиз бир-биримизни биринчи қетим көрүватқан болсақму, «Шəмшидин ука, гезитниң өткəн санида йоруқ көргəн һəҗвий һекайилириңни оқуп чиқтим. Яхши, қəлимиңни қашаңлатма ука! Əнди, Илахун, сəн дəватқан иҗадий конкурсни, бираз мəблəғ мəсилисини һəл қиливалсақ, җəзмəн өткүзимиз. Ука, əшу конкурсқа сəнму чоқум қатнашқин!», дəп мениң роһимни көтəрди. У сөһбəтара өз ой-пикирлири билəн бөлүшти. Вақит ғуюлдап өткəнсири, гөзəл əдəп-əхлақтин тəркип тапқан адəтлиримизниң қандақту-бир хүнүклишип кəткəн — көрүмсиз нəрсилəргə айлинип қелиш билəн өзлириниң хунини йоқатқанлиғини, инсанлиқ ғуруримиз вə башқа миллəтлəр көрсə, қайил болғидəк ата-бовилиримиздин мирас болуп қалған көплигəн яхши əнъəнилиримизниң күндин-күнгə өз сүпитини йоқитиватқанлиғини тəкитлиди. Шуниң билəн биллə һəрбир оқурмəнниң өз роһий дуниясини билиши вə түрлүк иллəтлəргə қарши туридиған мəсъулийитини барғанчə күчəйтип бериши керəклигини оттуриға қойди. Қисқиси, у күни биз, анда-санда соал қойғинимиз болмиса, Турған акини көпирəк тиңшидуқ…
Мана шу учришиштин бир ай өтүп, «Уйғур авази» гезити тəһриратида Алмута шəһиридики уйғур зиялилири вəкиллириниң учришиши болуп өтти. Униңда сөзгə чиқип, өз ой-пикирлири билəн ортақлашқан зиялилар қатарида Турған акиму, əлвəттə, болди.
«Һазир хəлиқ зиялиларға ишиништин қалдимекин, дегəн тəшвишим бар, — деди сөз тизгинини қолға алған язғучи, «Пəрваз» мəҗмуəсиниң баш муһəррири. — Чүнки улар һəрқачан бизгə «Силəр, зиялилар, нəгə қарап жүрисилəр? Һəрким өзи билгəн сəнəмгə уссул ойнаватиду. Силəр баш қошалмисаңлар, бирликкə келəлмисəңлар, бизни қандақ бирликкə чақирисилəр?» дəп очуқ ейтмақта. Шуңлашқа бүгүнки мəхситимизму һəр ян чечилишниң орниға бир мəхсəт əтрапиға топлинишни қолға кəлтүрүшкə интилиштин ибарəт. Биз, зиялилар, хəлиқ намидин сөзлигəндə наһайити еһтиятчан болушимиз керəк. Бизниң қазимиз — хəлиқ. Шундақ екəн, униңға таш атмай, бəлки тоғра йолға дəвəт қилишқа интилишимиз керəк. Лекин бəзибир бурадəрлəр тилида бирликкə, иттипақлиққа чақирип, хəлиқкə шундақ йеқип кетидудə, əмəлиятта болса, тамамəн əксичə һəрикəт қилиду…».
Мəрһум əдипниң əйни чағдики пикиртəклиплирини əйнəн кəлтүрүшүмниң сəвəви, шу чағдики қелиплашқан əһвалға нисбəтəн Турған Тохтəмов өзиниң ениқ мəвқəсини изһар қилди вə һаятиниң ахирқи дəқиқилиригичə əйнə шундақ миллий тəрəққиятимизға кашила болуватқан иллəтлəргə ечинип өтти. Алмута шəһəрлик Уйғур мəдəнийəт мəркизиниң рəиси сүпитидə язған мақалилирида дайим мошу мəвқəдики пикирлирини оттуриға қоюп кəлди.
Турған акиниң йəнə бир есил хислити — у өзиниң хаталиғини иқрар қилишни билидиған мəрт-мəрданə, ақ көңүл, пак нийəтлик уйғур зиялиси еди. У «Уйғур авази» гезитиниң қошумчиси һесапланған «Йеңи һаят» гезитиниң рəһбири лавазимидин кетип, бираз вақит өткəндин кейин униң билəн Қазақстан Язғучилар иттипақида учришип қалдим. «Уйғур авази» гезитиниң мухбири сүпитидə Язғучилар өйидə болидиған жиғинға йерим саат бурун барғандим. Иккинчи қəвəтниң дəлизидə Турған Тохтəмов ойға чөмүп, ялғуз олтирипту. Иллиқ салам-сааттин кейин, гəпниң ухтисиға қарап, мəн униң «Йеңи һаят» гезитидин кəткинини дурус көрмигинимни очуқ ейттим. Шунда Турған ака мениң қолумни елип, «Ука, биз, инсанлар, хам сүт əмгəн бəндилəр. Бəзидə ақ-қарини илға қилалмай қалимиз һəм бəзи аримизда жүргəн отқуйруқларниң гəп-сөзлиригə тез ишинип кетидекəнмиз. Қисқа ойлап қаптимəн. Мəн уни, йəни редакциядин кəткəндин кейин чүшəндим», дегəн гəпни қилған еди. Һазир ойлисам, Турған ака охшаш адəмлəр, болупму бизниң зиялилиримиз арисида камдин-кам учришиду. Хəйрият, шу күнки сөһбəттин кейин униңға болған иззəтһөрмитим техиму ашқанди…
Дəрвəқə, буниңдин икки ай илгири Турған Тохтəмовниң рəпиқиси Рисалəт һəдə вə оғли Туғлуқ Тохтəмов язғучи иҗадийитиниң мухлислири үчүн мəхсус электронлуқ сайт ачти. Əлвəттə, бу пəқəт Турған акиниң аилиси үчүнла əмəс, бəлки язғучи иҗадийитиниң мухлислири үчүнму чоң йеңилиқ һəм хошаллиқ вақиəдур. Мəзкүр сайтқа язғучиниң ана тилида йезилған вə башқа тилларға тəрҗимə қилинған əсəрлири, балиларға беғишланған һекайилири, шундақла повесть, романлири вə əдипниң қəлимигə мəнсүп айрим мақалилири, замандашлириниң язғучи һəққидə язған əслимилири һəм фото- вə видеоматериаллар җəмлəнгəн. Бу сайтниң ечилишини уйғур тили вə əдəбияти пəнлириниң муəллимлири билəн ана тилида тəһсил көрүватқан қаракөзлиримизниң хошаллиқ илкидə қобул қилғанлиғиға ишəнчимиз камил. Ойлаймизки, буниңдин кейинму язғучи Турған Тохтəмов өзи бөлəкчə қəдирлигəн һəм көйүнгəн җаниҗан хəлқигə техиму йеқин болғуси.
Хəйрият, көрнəклик уйғуршунас алим, мəрһум Коммунар Талиповниң тəъбири билəн ейтсақ, «Турған Тохтəмов һаятни чоңқур чүшинидиған вə шуңлашқиму униң мурəккəп зиддийəтлири билəн инчикə тəлəплирини һаққаний ипадилəшкə маһир истедатлиқ қəлəм саһиби сүпитидə тонулди һəм алаһидə һөрмəткə сазавəр болалиди. Кечиси — уйқисини, күндүзи күлкисини қоюп, миллий əдəбиятимизни риваҗландурушқа салмақлиқ һəссə қошти. Биз бүгүн Турған акини қанчə мəдһийилəп, махтисақ — толуқ əрзийду. У өзиниң җапалиқ əмгиги, тиришчанлиғи билəн əдəбиятимизниң еғир жүкини алға сөрəп кəлгəн жирик əдиплиримиздиндур»
Шəмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» 18 – июнь, 2020 жил
Add Comment