(Турған Тохтәмов — 80 яшта)
Узақ тарихий дәвирләрни баштин кәчүргән уйғур әдәбияти бүгүнки күндә һәртәрәплимә шәкилләнгән заманивий әдәбиятлар қатарида орун алғанлиғи һеч шүбһә кәлтүрмисә керәк. Әдәбиятимизниң риважилинишиға дәвран сүргән һәрқандақ тарихий дәвирләр өз тәсирини қалдурғини сөзсиз. Тәкитләш керәкки әдәбиятимизниң кеңәш дәври һәм жанр, һәм мавзу, һәм шәкил жәһәттин тәрәққий етиши, шу заманларла оқуп йетилгән язғучи -шаирлирмизниң талантиниң ярқин көрүниши еди. Кеңәш әдәбиятиинң тәркивидә йеңидин шәкилләнгән уйғур әдәбиятида дәсләпки һекайә, повесть вә романларниң вужутқа келиши әдәбиятимиз тәрәққиятиниң йеңи дәвриниң вужутқа келип, өз тәрәққиятиниң йеңи балдаққа көтирлишиниң көриниши еди.
Улуқ Вәтән уруши аяқлашқандин кейин жай-жайларда уйғур мәктәпләрниң ечилиши, гезит-журналларниң бесилиши, нәшриятларда уйғур бөлүмлириниң қурулуши әдәбиятимизниң қайта жанлинишиға елип кәлди. Қ.Һасанов, Һ.Искәндәров, Һ.Абдуллин, Ж.Босақов, З.Сәмәди, М.Зулпиқаров, И.Бәхтия, Х.Һәмраев вә башқилар ижадийәтлири арқилиқ қайта шәкиллиниш дәврини баштин кәчүрди. Бу дәвирдики әдәбияттниң әң дәсләпки алаһилидиги — жанр жәһәттин рәңдарлиғи, болупму проза жанри зор сүръәт билән тәрәққий етиши болди..
Әдәбиятни жанр жәһәттин бейитип, әдәбиятимиз туғини тик көтирип, кәң аләмгә тонутуш мәлум шәхсләргә тән хусусийәт екәнлиги һәммигә мәлум. Әдәбиятимизға алдиңқи әсириниң 70-жиллири «Кона түгмән» әсәри билән кирип кәлгән Турған Тохтәмов, өз авази, өз стили, өз усулиға егә екәнлиги, әдәбиятимизда әйнә шундақ ярқин вәкилниң вужутқа кәлгәнлини намайиш қилған еди. Қазақстан язғучилар иттипақиниң башқармисиниң әдибимизниң 50 яшлиғиға йоллиған тәбрикнамисидә «Сизниң исмиңиз Совет уйғурлири арисидила әмәс, Пүткүл иттипақ вә чәт әл китапханилириғиму кәң тонуш. Сиз «Ақ йеғин», «Виждан азави», «Назугум» қатарлиқ роман вә повестьлириниз уйғур китапханилириниң сөйүмлүк әсәрлиригә айланди. Сизниң әсәрлириңиз мәркизий журнал вә нәшриятларда бир нәччә қетим бесилип чиқти. Сизниң әсәрлириңиз шундақла елимиз хәлиқлириниң башқа тиллириғиму көпләп тәржимә қилинмақта. «Ақ йеғин» романиңиз Бежин вә Шанхайда хитай вә уйғур тиллирида йоруққа чиқти» дәп тәкитлиши пикиримизниң ярқин дәлилидур.
Турған Тохтәмов 1940-жили 19-июньда һазирқи Алмута вилайитиниң Панфилов наһийәсигә қарашлиқ Садир йезисида туғулған. Әдипниң атиси Қасим Улуқ Вәтән уруши башлиниши билән дәсләпкиләрдин мәйданға атланған. Вәтән үчүн болған шиддәтлик жәңләрдә Қасим Тохтәмов қәһриманларчә һалак болиду. Арқа сәптә «Йеңиш» үчүн жанпида әмгәк қиливатқан анилар қатарида Меликәм ана балилирини қанити астиға елип, дәвригә лайиқ инсанлардин тәрбийәләп чиқти. Бир аилидин зор истидатқа егә икки язғучиниң йетилип чиқиши Ана әмгигини қәдирлигән пәрзәнтләр миннәтдарлиғи екәнлиги ейтмисиму чүшинишликтур. Дәсләп Садир йезисида башланғуч мәктәпни тамамлап, Турған Тохтәмов оқушини хошна Сарибәл йезисида қазақ тилида давамлаштуриду. Оттура билимни Яркәнт шәһридики С.М.Киров намидики уйғур мәктивидә алиду. 1959-жили Алмутиға келип Абай намидики Қазақ педагогика институтиниң тәбиий -география факультетиға оқушқа чүшиду. Лекин әдипниң күндүзки бөлүмдә оқуш мүмкинчилиги болмай, сирттин оқушқа алмишиду. Алмутида төмүр йол станциясидә слесарь, проводник болуп ишләп жүрүп оқушини тамамлап, «Коммунизм туғи»(һазирқи «Уйғур авази») гезити редакциясигә корректор болуп орунлишиду. Һәрбий хизмитини өтәп қайтқандин кейин, өзиниң туғулуп өскән жути Садир йезисидики мәктәптә муәллим болуп ишләйду. Ижадийәткә болған қизиқиши әдипни 1966-жили наһиләлик «Йенилиқ авази» гезити редакциясигә елип келиду. 1973-жили Турған Тохтәмов Жумһурийәтләр ара нәшир қилиниватқан «Коммунизм туғи»(һазирқи «Уйғур авази») гезити редакциясигә бөлүм башлиғи вәзиписигә тәклип қилиниду. 1979-жилдин 1994-жилға қәдәр «Жазушы» нәшрияти редакциясисини башқурди, «Пәрваз» мәжмуәсини тәшкилләшниң тәшәббускари болуп, бираз вақит «Йеңи һаят» гезитиниң баш муһәррири лавазимини атқурди. Узаққа созулған ағриқ ақивитидә 2009-жили вапат болди.
Балилиғи Улуқ Вәтән уруши жиллириға тоғра кәлгән, уруштин кейинки жәмийәтниң қайта тиклинишидики еғирчилиқларни өз бешидин өткәзгән Т.Тохтәмов наһийәлик вә жумһурийәтлик гезитләр редакциялиридә ишләш жәриянида зор ижадий мәнбә топлиған. Чүнки әдип әсәрлириниң қәһриманлири униң замандашлири — етиздики деханлар, атилар орнида етизларда ишләватқан анилар, чоңлардин қалмай жанпидалиқ билән әмгәк қиливатқан балилар. Болупму әдип әсәрлириниң асасий қәһриманлири арқа сәпниң еғир жүкини өз зиммисигә артқан анилар вә улар биллә еғирчилиқларни тәң тартип келиватқан яш балилар еди.
Дәсләптә мақалә вә һекайилири елан қилинған Т.Тохтәмовниң «Коммунизм туғи» гезити сәһипилиридә «Кона түгмән» повестиниң бесилиши, әдәбиятимизға келәчәктин зор үмүтләндүридиған талантлиқ язғучиниң кәлгәнлигидин дерәк берәтти. Һәқиқәтәнму бу әсәр оқурмәнләр көңлидин тез орун елип, алқишларға сазавәр болди. Көп өтмәйла әдипниң «Кона түгмән» повести рус тилиға тәржимә қилинип, Москва шәһридә «Молодая гвардия» журналида йоруқ көрүп, язғучи мәзкүр журналиниң 1975-жилқи лауреати аталди. Атап кетидиған асасий мәсилә мәзкүр әсәри, шундақла «Базған садаси», «Ақ йеғин» вә башқиларға ортақ мавзу — уруш, уруш ақивити, уруштин кейинки дәвир кәң түрдә әкис әттүрүлгән.
Шундақла әдипниң «Дадамниң ахирқи хети», «Дадамниң жугиси» охшаш башқиму көплигән әсәрлири рус, украин, қазақ, қирғиз, хитай вә башқиму тилларға тәржимә қилинип, «Жұлдыз», «Простор» (Алмута), «Молодая гвардия», «Роман-газета» журналлирида, «Московский комсомолец» гезитида, шундақла «Детская литература»(Москва), «Яш гвардия» (Ташкәнт), «Балалар әдебиети» (Бишкек), «Днепро» (Украина), Шанхай (ХХЖ), Үрүмчи, Қәшқәр (ШУАР) нәшриятлирида Т.Тохтәмов әсәрлири йоруқ көрди һәм талантлиқ уйғур язғучиси сүпитидә дунияға тонулди. Муәллипниң балилар, яшлар, замандашлар һаятиға беғишлап йезилған башқиму һекайилири вә болупму «Аниниң көз йеши», «Ахирқи туғут», «Кейинки пушайман» намлиқ повестьлириму китапхан тәрипидин мунасип қарши елинди вә баһаланди. Т.Тохтәмов ижадийитиниң мавзу даириси һәққидә мулаһизә жүргүзгәндә, униң ижадийитиниң мәркизидә йеза һаяти, аддий дехан, өз яшлиғини пидакиранә әмгәккә беғишлиған анилар, бала тәссәвури арқилиқ тәсвирлиши әдипниң уйғур әләбиятида йеңилиқ сүпитидә гәвдиләнди. Язғучиниң «Кона түгмән» вә «Базған садаси» повестьлири һәм мәзмун, һәм мавзу жәһәттин аһаңдашлиғи түпәйли, ғаявий бағлинишлиқ һалда, уруш вақтида арқа сәптики йүз бәргән вақиәләр пикир мулаһизисидин өткүзүлиду. «Кона түгмән» повестиниң баш қәһримани бала Назим вә униң аниси Азнихан урушниң тез арида аяқлишишини, дадисиниң аман-есән қайтишини тақәтсизлик билән күтиду. Лекин вақиә Назим ойлиғандәк болуп чиқмайду. Һәммисини өзи охшаш пак көңүл һесаплиған у уруштин аман қайтқан атисини өйгә кәлмәслигигә сәвәпчи боп қалиду. Лекин асасий гәп Назимда әмәс, чоңлар арисидики мунасивәттә. Язғучи хәлиқ арисидики питнә пасат, ғевәт бир пак аилиниң бузузулишиға елип кәлгәнлини тәнқит астиға алиду. «Базған садаси» әсәридиму уруштин кейинки йеза һаяти асасий мавзу болған. Әсәр қәһримани яш бала Семәт көзқариши арқилиқ йеза һаяти, кишиләр мунасивити, колхоз тирикчилиги тәсвирлиниду. Лекин «Кона түгмән» повестиниң баш қәһримани Назимға қариғанда, Семәтниң дунияқариши шәкилләнгән сағлам пикирлик шәхс сүпитидә гәвдиләнгән.
Т.Тохтәмов ижадийити мавзу даириси қанчелик кәңийип барса, униң әсәрлириниң жанрлиқ шәклиму шунчә бейип барди. Язғучи уйғур әдәбиятиниң роман жанриниң риважилинишиға зор үлүш қошти. Әдипниң «Ақ йеғин» романниниң нәшир қилиниши уйғур жамаәтчилиги арисида интайин чоң қизиқиш пәйда қилди. Роман оқурмәнләргә тез тарқап, алқишларға сазавәр болған. Роман һәққидә йезилған тәнқидий мақалиләрдиму түрлүк-түрлүк пикирләр оттуриға қоюлуп, талаш-тартишлар туғдурғанлиғи мәлум. Язғучи әсәри йоруқ көргәндин кейин, жай-жайларда әдип билән учришишлар өткүзүлгән еди. Роман сюжетидики вақиәләр қайси йәрдә болғанлиғи, әсәр қәһриманлириниң протиплири кимләр екәнлиги һәққидики соаларға, әдипниң романдики шәхсләрниң ойдурма екәнлиги, лекин өзиниң еғирчилиқта өткән балилиғи дәвригә бағлаштурғанлиғини йошурмиған. Әсәр сюжетиға түрткә болған вақиә һәқиидә шундақ хатириләйду: Улуқ Вәтән уруши тамамлинип, йеза-йезиларда ихтисатни қайта тикләш ишлири қолға елиниду. Лекин нурғунлиған яшлар бу урушта қурбан болған. Йезиларда йолдишидин, ялғуз оғлидин айрилған анилар қалған еди. Мана мошундақ аниларни қоллап -қувәтләш мәхситидә йезидики яшлар тәшәббус көтирип, фронта қурбан болған оғуллири үчүн ишләп, ялғуз аниларға ярдәм қилған. Гезитта аддий хәвәр сүпитидә берилгән бу вақиә талантлиқ язғучи Т.Тохтәмов тәрипидин чоң романға айландурулған. Романниң «Ақ йеғин» дәп атилишиму тәсәддупи әмәс. Чүнки ақ йеғин тохтимай, симилдап узақ яғидиған ямғур. Язғучи Патәмхан ана образи арқилиқ хәлқимизниң бешиға чүшкән еғирчилиқларни көрситип, шу ақ йеғин кәби қанчә созулсиму, жүрәк-бағрини езип, ялғузчилиқ дәрдини тартсиму, ақивәттә жут һөрмитигә сазавәр болди. «Нурахун билән Шамахун балам мошундақ һаятни көз алдиға кәлтүрүп, күрәшкән екәнғу» — дәп ойлайду өзин интайин бәхитлик һис қилған Патәмхан ана яшлар билән болған учришишта сәһнидә олтирип.
«Виждан азави» романида Т.Тохтәмов тамамән йеңи мавзуға муражиәт қилиду. Мәзкүр әсәр уйғур әдәбияти тарихида дәсләп психологиялик планда йезилған роман болуп, муәллип көпәрәк әсәр қәһриманиниң ичкий һис туйғуси, толғинишлири вә өткән өмри һәққидики пушайманлирини тәсвирләйду. Әсәрниң баш қәһримани Рахманниң өз өмрини бит-чит қилип, қимарвазиққа кирип кетиши, түзүтүлмәс хаталиқларға йол қойдуриду. Оттуз жилдин кейин ана жутиға қайтип чиққан Рахман виждан азавиға қалиду. У қанчә қийналсиму, һечнәрсини орниға кәлтүрүш мүмкин әмәс еди, пәқәт униң бир армини қизи илтипатиға еришиш, униңдин ялвуруп кәчүрүм сораш. Өлүм алдида ятқан Рахманниң көзи қизиниң йолида, лекин униң үмүти ақланмай, униң көзлири тәлмүрүш бойи мәңгүгә жумулиду.
Уйғур әдәбияти тарихида мунасип орни бар талантлиқ язғучи Т.Тохтәмовниң «Назугум», «Сәргардан» романлириму язғучиниң зор истидатини, униң талантиниң йеңи қирлирини көрсәтти. Әдипниң «Назугум» романи тарихий мавзуға йезилған болуп, хәлқимизниң қәһриман қизиниң пажиәлик тәғдири, дүшмәнгә баш әгмәй, қәһриманларчә һалак болуши тәсвирлинип, язғучи бу мавзуға өзичә яндишип, Назугумниң жасаритинң маһийитини чүшинишкә вә қәдирләшкә барлиқ шараитларни яритип тәсвирлап бәргән.
Язғучи ижадийитиниң йәнә бир асасий алаһидиликлиридин униң һекайивәнлигини тәкитләш лазим. Уйғур әдәбиятида Өмәр ижадийити арқилиқ вужутқа кәлгән һекайә жанри, Һ.Абдуллинниң чевәрлиги нәтижисидә алий дәрижигә көтирилгән еди. Шуниң үчүнму униңдин кейин йезилған һекайиләрниң сапаси төвән болуши һеч мүмкин әмәс еди. Т.Тохтәмовниң һекайилири мошу тәләпләргә толуқ жавап берип , тәрбийәвий әһмийитиниң жуқурлиғи билән пәриқлинәтти. Язғучиниң мәктәп програмисида орун алған «Дадамниң жугиси», «Мениң достум» һекайилири балилар әдәбиятиниң ярқин нәмуниси сүпитидә гәвдилинип, оқуғучиларни ата-ана қәдрини, достлуқ, меһриванлиқни баһалашқа үгитидиғанлиғи билән әһмийәтлик. «Дадамниң жугиси» һекайисидики асасий ғайә ата меһрини билмәй өскән оғулларға ата қәдрини шу атидин ялдама қалған жуга символи сүпитидә тәсвирләйду. Мәтиндики «бу мениң дадамниң жугиси», «Мән әнди чоң болдум» «Оғул балиниң бели чиң бағлақлиқ болуш керәк» охшаш пикирләр яш әвлатни тәрбийәләштә алаһидә әһмийәтлик екәнлиги шүбһисиз.
Һаятиниң асасий қисмини ижадийәткә беғишлиған Т.Тохтәмов жәмийәтлик ишларғиму паал қатнашқан, язғучиниң Алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси вәзиписини атқуруп турған пәйтидә, көплигән жамамәтлик ишлар тәшәббускари болуп хәлиқ һөрмитигә еришкән. Язғучиниң яшларни вәтәнпәрвәрлик, хәлиқпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә, достлуқ, инақлиқ ғайилирини тәрғибат қилиштики пидакаранә әмгиги жуқури баһалинип, Қазақстан Жумһурийитиниң тунжа Президенти Нурсултан Назарбаевниң стипендиати вә «Илһам» мукапити лауреати атилишини пикиримизниң ениқ дәлилидур.
Турған ака Тохтәмов билән биз бир мәлидин, болупму әдип жутдашлар билән йеқин мунасивәттә болушни толиму яқтуратти. Униң тән-сақлиғи сир берип, орун тутуп йетип қалғанда, биллә оқуп, биллә өскән достлар йоқлап әһвал сорап кәлгәндә, улар билән муңдишип, сирдишишқа бәк хуштар еди. Шундақ дост бурадәрләр кәлгән пәйттә, алди билән мәлидикиләрни баштин-аяқ сорап чиқатти.Андин мәлини қандақ қилип аватландурушни, хәлиқ турмушини көтириш үчүн қәйәргә, қандақ мәһкимиләрни селиши керәклигигни ейтип арманларға чүшүп кетәтти. Шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, язғучи өмриниң ахирқи пәйтлиригичә балилиғи, яшлиғи қалған көк чимән ана жутини сеғинип, қәдирләп өткән. Өз нөвитидә жутдашларму өз пәрзәнтиниң намини улуқлап, мәңгү әстә сақлап , хатириләп кәлмәктә.
Уйғур әдәбияти тарихиға өз исмини алтун һәрип билән йезип кәткән язғучи Т.Тохтәмовниң бийил сәксән жиллиғи нишанланмақта. Әдипниң яратқан һәр қандақ әсәрлири уйғур әдәбияти тарихида өчмәс мирас екәнлиги ейтмисиму һәр кимгә намаян. Шуниң үчүнму язғучи ижадийитиниң толуқ топлими нәшир қилинип, әдип ижади монографиялик тәтқиқат қилиниши, мәктәп программисида орун елип, тәрғип қилиниши заман тәливи һесаплиниду.
Һакимжан Һәмраев, Филология пәнлири намзити
«Азия бүгүн» гезити, 15-июнь, 2020 жил
Add Comment