Вақит алдираңғу демəкчи, һаят болса, бийил көрнəклик язғучи Турған Тохтəмовниң мубарəк 80 жиллиғи, сөзсиз, кəң миқияста тəнтəнилик һалда атап өтүлəтти. Асаслиғи — қəлими өткүр, бəдиий əсəр йезиш маһарити чиңдалған, оқурминигə ейтар өзигə хас сөзи бар һəм уни қандақ йəткүзүшниң қир-сирлирини мукəммəл егилигəн иҗаткаримизму бу сəнəгə, дунияда вə хəлқимизгə аит йүз бериватқан вақиəлəргə мунасивəтлик, əлвəттə, «қуруқ қол» кəлмигəн болар еди… Əслидə һəқиқий иҗаткарларни яшиған һаят йеши билəнла əмəс, бəлки қалдурған иҗадий мираси, əсəрлири, уларниң мəзмунмаһийити, кəң китапханлар қəлбидə алған орни, еңиға йəткүзгəн тəсири, һəрбир əсəриниң қəдир-əһмийити билəн баһалаш орунлуқ һəм шундақ болушқа тегиш. Бу əснадин елип қариғанда мəрһум Турған акини дəрру мəһсулдар иҗаткар дəп ишəшлик ейталаймиз. Һəқиқий иҗаткарларни гоя өзини отқа атқан пəрванигə қияс қилишиду. Чүнки улар җаниҗан хəлқиниң өтмүшини үгиниш, йорутуш, уларни изгүлүккə үндəш, җаһиллиқ, наданлиқ асаритидин қутулдуруш, тарихниң, һаятниң аччиқ савақлиридин үлгə елип, тоғра йолда дадил меңишқа йетəклəйду, келəчигини пəмлəйду, шу еғир, мурəккəп һаят йолини мəшъəл кəби йорутуп, өзлириму көйүп-өчиду… 80-жилларниң иккинчи йеримида һазир өзəм ишлəватқан «Мектеп» нəшриятиға ишқа киришкинимдə, оқуш қураллирини нəшир қилишқа ихтисаслашқан мəзкүр нəшрияттин сирт, «Нəшриятлар өйидики» «Жазушы», «Қазақстан» нəшриятлириниң тəркивидиму мəхсус уйғур тəһриратлири моҗут болуп, дөлəт буйрутмилири асасида жилиға нəччилигəн басма тавақ көлəмидə бəдиий вə сəясий нəширлəрни турақлиқ һəм изчил һалда нəширдин чиқирип туратти. Асаслиғи — шу дəвир адəмлири, болупму яшларда китап оқуш мəдəнийити, нəшир қилиниватқан əсəрлəргə болған қизиқиш, уларға қойилидиған тəлəп-тəклиплəр, болупму уларни китап оқуш конференциялири вə мəтбуатта (нəшриятларниң өзидикини ейтмиғанниң өзидə) муһакимə қилиш қизғинлиғи бəк үстүн еди. Демəкчи болғиним, мана мошундақ қизғин, қайнақ иҗадий муһитта, дəвирниң өзи қазақ, рус, уйғур вə башқа тилларда иҗат қилидиған һəқиқий иҗаткарларни мəйданға чиқарди. Башқилар билəн бирқатарда миллий əдəбиятимиздиму биртүркүм истедатлиқ иҗаткарлар — шаир-язғучилар қошуни йетилди. Мана шундақ əдиплиримизниң арисида иҗатқа болған əстаидиллиғи, садиқлиғи, тиришчанлиғи, иҗат алиминиң өзгилəр билмəйдиған җапамəшəқитигə бəрдашлиқ берип, көзлигəн пəллисигə, Яратқучи əта қилған туғма қабилийити вə һаят-тəҗрибисигə тайинип тинимсиз тəр төккəн, йеңилиққа хуштар қəлəм саһиблириниң бири — Турған ака Тохтəмов болди. Бир бенада биллə ишлигəчкə вə бир «мəһəллидə» яшиғанлиқтин мəнму һаят чеғида мəрһум язғучи билəн рəсмий-нарəсмий əһвалларда пат-патла учришаттуқ. Униң үстигə шу дəвир яшлирида даңлиқ шаир-язғучилар билəн учришип, иҗадийəт қир-сирлири һəққидə муңдишип, сирлишишқа болған тəшналиқму бесим еди… Арилиқта җумһурийəтлик радиода ишлигəн чағлиримдиму Турған акидин бир-икки мəртə сөһбəт елиш пурситигə муйəссəр болдум. Мениң тəсəввурумда Турған ака беваситə өзи сөзлигинидин көрə —өзиниң һəрхил əсəрлиридики «қəһриманлирини» əҗайип маһарəт билəн, мəнтиқилиқ сөзлитишни билидиған сөз зəргари еди… Балилиғи дəһшəтлик уруш жиллириға тоғра кəлгəчкə, өз тəңтушлири охшашла, Турған акиму бу мавзуға бепəрва болалмиди. Уруш мавзусиниң униң көплигəн əсəрлиридə муһим орунда болушиму тəбиий əһвал еди. Турған Тохтəмовниң барлиқ əсəрлири əдипниң өзигə хас раван бəдиий услубта йезилған, тили йеник, аддий, көпчиликкə чүшинишлик, вақиəлиги реал һаяттин елинған болуп, оқурмəнни дəрру җəлип қилиш, «йетəклəп кетиш» хислитигə егə. Шəхсəн маңа униң «Кона түгмəн», «Базған садаси», «Дадамниң ахирқи хети», «Виждан азави» вə болупму ахирқи əсəрлиридин болған «Сəргардан» романи қаттиқ тəсир қилип, һаяҗанландурди. Бу əсəрниң қəһриманлириниң тəғдир-қисмити һазирму у яқта йүз бериватқан адалəтсизликлəргə аһаңдаш болуп, гоя əшу жирақ 60-жиллардики вақиəлəрниң давамини əкис əттүргəндəк сезилиду… Һəрқандақ əдип үчүн өз əсəриниң нəширдин чиқиши, оқурмəнлиригə йетиши — əң хошаллиқ дəқиқə. Əнди китапханларниң уларни қизғин оқуп, муһакимə қилиши, пикиртəклиплирини ейтип, йеңи əсəрлəрни күтиши болса – иҗаткар əмгигигə берилгəн əң жуқури баһа, алий мукапат. Бу җəһəттин елип қариғандиму Турған Тохтəмов амəтлик, тəлəйлик əдип болди. Униң əсəрлири һəтта башқа тилларғиму тəрҗимə қилинип, иллиқ инкасларға еришти. Болупму униң əсəрлириниң сабиқ Кеңəшлəр елиниң пайтəхти —Москва шəһиридики жирик нəшрияттин рус тилида нəшир қилиниши миллий əдəбиятимиз тарихидики зор утуқ болса, əсəр муəллипи үчүнму Пүткүл Иттипақ миқиясида шəрəпкə еришип, аммибап болушиға түрткə болди. Турған Тохтəмовниң əсəрлири умумий билим беридиған мəктəплəр үчүн түзүлгəн дөлəт программилириғиму киргүзүлүп, униң əсəрлири «Уйғур əдəбияти» дəрислигидин мунасип орун алди. Уларни келəчигимиз һесаплинидиған яшлиримиз əтраплиқ оқуп үгəнмəктə. Һөкүмəтлик дəриҗидики бу хил изгү тəдбирлəр, əлвəттə, көрнəклик əдиплиримизниң җапалиқ иҗадий ишлириға, надир əсəрлиригə көрситиливатқан мунасип баһа вə һөрмəтниң ярқин мисалидур.

Рəхмəтҗан ҒОҖАМБƏРДИЕВ,

«Мектеп» нəшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи.

(«Уйғур авази»  18 –июнь, 2020 жил)

Add Comment

Your email address will not be published. Required fields are marked *