ҺАЯТ ҚАЙНИМИДА ТАВЛАНҒАН

ЯЗҒУЧИ ТУРҒАН ТОХТӘМОВНИҢ ТУҒУЛҒИНИҒА 80 ЖИЛ ТОЛУШИҒА ДАИР

Уйғур хәлқиниң көрнәклик язғучиси Турған ака Тохтәмов билән дәсләпки учришишим вә тонушлуғум Қазақстан Компартиси Мәркизий Комитетиниң басмиханисида ишләватқинимда башланған. Пәйғәмбәр йешиға кәлгәнләр басмиханиниң орнини билиду. Бу 1973-жилниң яз айлири болидиған. Мән у чағда бәт ясиғучи болуп ишләп жүргәчкә, «Коммунизм туғи» гезитиниң новәттики саниға новәтчи болуп кәлгәнләр билән цехта пат-пат көрүшүп қалаттим. У кеңәш дәври болғачқа, рәсмий хәвәрләр көп, гезитлар кечикип чиқатти. Әйнә шундақ күнләрниң биридә, саат тили сәһәр төртләрни көрситиватқанда, оттура бойлуқ, қап-қара чечини кәйнигә тариған, иллиқ чирай, оруқ кәлгән киши билән басмихана цехида учришип қалдим.

-Ука, мону уйғур гезитиниң балилири нәгә кәткән? Садиқжанму көрүнмәйду,–дәп уйқилиқ көзлирини угилиған киши маңа муражиәт қилди.

Садиқжан акини мән яхши биләттим. Чүнки у «Коммунизм туғи» гезитиниң корректори болуп ишләтти. Һәм һәркүни кечиси ишқа келип, әтигәнлиги таң сәһәрдә иштин қайтидиғанларниң бири еди.

-Улар әнә, әву бөлмидә. Тамака чекишкә кирип кәткән,-дедим мән натонуш кишигә һажәтхана тәрәптики бөлмини көрситип.

Кейин билдим. Бу – язғучи Турған Тохтәмов екән. Шу шу болдидә, униң билән басмиханида ейиға бир қетим жәзмән учришип жүрдүм. Ундақ дейиштики сәвәп, гезит хадимлири ейиға бир новәтчиликкә келәтти. Демәк, уларму биз охшаш таңни мошу цехта, зәһәрлик қоғушун билән бояқниң һидини пурап, айиғида тик туруп өткүзиду дегән сөз еди. Кейин «Коммунизм туғи» гезитиға жавапкәр катипниң орунбасари болуп йөткәлгинимдә, там хошна Турған акам билән күндә дегидәк көришидиған болдум. Чүнки у партия бөлүминиң (у чағларда бөлүм шундақ атилатти) – һазирқи ижтимаий-сәясий бөлүмниң башлиғи еди. Турған акам әжайип кичик пейил, көңли очуқ сөһбәтдаш киши болидиған. Қандақла иш билән униңға муражиәт қилма, жавап беришкә тиришатти.

Мону вақиә задила есимдин кәтмәйду. Улуқ Ғалибийәтниң 30 жиллиғи һарписида «Коммунизм туғи» гезити ижадий конкурс елан қилған еди. Әйнә шуниң йәкүни бүгүн елан қилиниши керәк болғачқа, баш муһәррир бөлмисигә кирип кәткән тәһрират әзалири–бөлүм башлиқлириниң чиқишини тақәтсизлик билән күткән едуқ. Бир вақта улар жуқури кәйпият илкидә чиқишти. Һәммисиниң үзидә тәбәссүм. Асасән язғучи Муңлуқ акам Бақиевни қучағлап, қол елип тәбриклүгичиләр көп. У конкурс йәкүни бойичә биринчи орунға сазавәр болған екән. Бир чағда Турған акам маңа йеқинлаштидә: «ука, әкә қолуңни. Мубарәк болсун. Сән иккинчи орунға ериштиң» дәп қолумдин қаттиқ қисти. Мән тилдин қалған едим. Ким немә дәватиду, қулиғимға кириватқини йоқ. Өзәмни йәттинчи асманда учуп жүргәндәк һиссиятқа бөләнгән едим. Кейин жуюш башланда. Алий тиләк ейтқучиларниң арисида Турған Тохтәмов, Һезим Бәхниязов, Муңлуқ Бақиев, Савутжан Мәмәтқулов, Абдумежит Дөләтов, Әнвәр Лохмән кәби язғучи-шаирларниң барлиғи билән бүгүнки күндә һәқлиқ йосунда пәхирлинимән.

Уйғур хәлқиниң көрнәклик язғучиси Турған Тохтәмовниң тәржимә һалиға йеқинда көз жүгәрткән едим. У 1940-жили 19-июньда Алмута вилайити Яркәнт наһийәсиниң Садир йезисида дунияға кәпту. 1959-жили Яркәнт шәһиридики он жиллиқ уйғур мәктивини тамамлиғандин кейин Алмута шәһиридики Абай намидики педагогика институтиниң география факультетиға оқушқа чүшкән. Улуқ Вәтән уруши жиллири атисидин кичик айрилған язғучи институтта сирттин оқуп жүрүп, гезитта корректор, төмүр йолда йол шериги, мәктәптә муәллим болуп ишләш билән һаятниң чоң қайнамлиридин өткән. У көп жил Яркәнт шәһиридә нәшир қилинидиған «Йеңилиқ авази» гезитида хизмәт қилиду. 1973-жилдин 1979-жилғичә Алмутида уйғур тилида чиқидиған «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитиниң ижтимаий-сәясий бөлүмини башқуриду.

1979-жили болса, »Жазушы» нәшриятиға йөткилип, 1994-жилғичә уйғур редакциясини башқуриду. Арилиқта бир аз әрәп графикиси асасида нәшир қилинидиған «Йеңи һаят» гезитиниң баш муһәррири лавазимида ишләйду. Бүгүн пәйғәмбәр йешиға кәлгәнләр билиду, заманисида уйғур тилида «Пәрваз» альманахи нәшир қилинған еди. Әйнә шу журналниң бәрпа болуши вә дайимлиқ йоруқ көрүшигә Турған акам ғәмхорлуқ қилип кәлгән. Нәшрияттин кетиши билән альманахниң чиқишиму тохтап қалди. Турған акам гезитларда ишләп жүргән чағлирида өткүр публицистикилиқ мақалилири билән гезитханларниң чоң һөрмитигә сазавәр болған киши еди.

Турған ака Тохтәмовниң исми кеңәш дәвридики Мустәқил Дөләтләр Һәмдостлуғиға әза (МДҺ) Жумһурийәтләр билән чәт әлләрдики китапханлар аммисиға кәң тонуш болған. «Кона түгмән», «Дадамниң ахирқи хети», «Базған садаси», «Аниниң көз йеши» охшаш повестьлири, «Дадамниң жугиси», «Өтүп кетиду яшлиқ» намлиқ һекайиләр топламлири, «Ақ йеғин», «Виждан азави», «Назугум», «Сәргардан» намлиқ романлири китапханлар вә тәнқитчиләр тәрипидин наһайити жуқури баһаланған.

Көрнәклик язғучи Турған ака Тохтәмовниң әсәрлири Қазақстанда уйғур, қазақ, рус тиллирида нәшир қилиништин ташқири, Москвада «Молодая гвардия» журналида, «Московский комсомолец», «Роман газета» гезитлирида елан қилиниду. У дәвирләрдә уйғур язғучисиниң әсәрлири рус тилида Москвада нәшир қилинидиған гезит-журналларда йоруқ көрүши бирдин биригила – әң талантллиққа мәнсүп иш еди. Әйнә шундақ инсанларниң қатариға Турған ака илинған. Кейинирәк униң әсәрлири өзбәк, қирғиз, украин тиллириғиму тәржимә қилинди. Уйғур язғучиси «Молодая гвардия» журнали мукапитиниң лауреати аталди. «Дадамниң ахирқи хети» повестьлар топлими «Молодая гвардия» нәшриятидин, «Детская литература» нәшриятидин балиларға беғишланған «Дадамниң жугиси», Алмутида «Жазушы» нәшриятидин «Қақирилар қайтқанда» намлиқ китаплири рус тилида нәшир қилинди. «Ақ йеғин» романи Бежинда, «Дадамниң ахирқи хети» Шанхайда хәнзу тилида, «Базған садаси» вә «Назугум» романи әрәп графикисида Үрүмчидә нәширдин чиқиду. Әнди бу әсәрлириниң йоруқ көрүшигә «Дадамниң ахирқи хети» әсәри зәмин салған. Ундақ дейиштики сәвәп, мошу мавзуда шаир Дәрия Һәсән қазақстанлақ язғучиларниң дәсләпки һекайиләр топлимини Үрүмчидә нәширдин чиқарғанда Турған Тохтәмовниң һекайилири билән мениң «Тарзан» намлиқ һекайәм топламдин орун алған екән. Бу мениң үчүн, әндила һекайилирим билән көзгә көрүнүп жүргән яш ижаткарға, күтүлмигән вақиә болди. Униң әсәрлири Шинжаң-Уйғур Автоном Районидики барлиқ журналларда йоруқ көрүп, ана Вәтинимиздә талантлиқ язғучи Турған Тохтәмовниң исми абройға егә болиду. Язғучиниң әсәрлиригә болған қизиқиш күн санап өсүшкә башлайду.

Турған Тохтәмов қириқ жил мабайнида Қазақстан мәтбуатида әмгәк қилип, тәр төккән инсан. У тинимсиз әмгиги түпәйли актуаллиқ характерға егә очерк, публицистикилиқ мақалиларни, Қазақстан һөкүмитиниң миллий сәяситини қоллап, униң көп милләтлик жумһурийәттә хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләшкә сәрип қиливатқан әмгәклири һәққидә көләмлик мақалиларни язди. Көп қирлиқ талант егиси өз әсәрлирини қазақ тилидиму әркин язалиған.

Өз хәлқи вә дуния әдәбиятчилири арисида чоң һөрмәт, иззәт еһтирамға сазавәр болған әдип һәққидә атақлиқ рус әдәбиятшунаслири Феликс Кузнецов, Анатолий Ким, Анатолий Иванов, Вячеслав Шугаевлар өзлириниң иллиқ пикирлирини язған. Әсәрлиригә жуқури баһа бәргән. Турған Тохтәмов Қазақстан диярида Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң асасини қурғучиларниң бири болған. Алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң дәсләпки рәиси Т. Тохтәмов милләтләр арисидики разимәнлик ишлириға биринчиләрдин болуп ат селишқан. Әнди Қазақстан Жумһурийити Президентиниң пәрмани бойичә Қазақстан жумһурийити Инсан һоқуқини қоғдаш комиссиясиниң әзаси вәзипилирини атқурған. Көп жиллиқ пидакаранә әмгиги һөкүмәт тәрипидин жуқури баһалинип, Қазақстан ССР Алий Кеңишиниң Ярлиғи билән мукапатланған.

Турған Тохтәмов Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев намидики стипендияниң стипендиати. Униң исми «Қазақстан жазушылары: ХХ ғасыр» вә «Қазақ жерінің құрметті адамдары» намлиқ китапларға киргүзүлгән. «Илһам» мукапитиниң дәсләпки лауреати — йәнила Турған Тохтәмов.

2015-жилниң 8-декабрь күни атақлиқ уйғур язғучиси, драматург Турған Тохтәмовниң 75 яшқа толуши мунасивитигә беғишлинип «Сәргардан» спектакли Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң сәһнисидә көрситилди.

Һәр чағ Турған акини әслигинимдә шаир Абдумежит Дөләтов иккимизниң «Ақсай» ихчам наһийәсидики базарға барғинимиз есимға келиду. Хаталашмисам, 2008-жилниң июль айлири. У йәрдә мениң ағинәм Сәвирдин ишләйдиған. Тонуш болғандики устихансиз гөш елиш арминида кирип бардуқ. Арминимизғиму йетип, қолимиздики иккинчи пакетқа көктатларниму селивалдуқ. Чиқишимизға базарниң киришидә содигәр бовайлар билән параңлишип олтарған Турған акини көрдуқ. Абдумежит акам пакетларни тезликтә маңа тутқуздидә, алдиға жүгрәп дегидәк барди. Қучағлишип саламлашти. Мәнму аманлаштим. Турған акам күлүмсиригәч, алдиримай, һәр бир ибарини үзүп-үзүп, дудуқлап гепини чүшәндүрди.

–Байқидим. Көрдүм. – Пакет көтәрсәң немә бопту,–деди.

–Мениң үчүн сән әламу, пакет әламу? Байқидиңму, сени көрүп хошаллиғимда алған лоқ гөшүм билән пакетларни ташливәттим. Бағримға қенип туруп бир басай девидимғу,–деди Абдумежит ака өзини ақлаш билән сеғинишини билдүргәч.

Базарниң киришидила, чикилдәк билән ушшақ-чүшәк майдиларни сетиватқан сөзгә чевәр содигәрләрму бизниң сөзимизни тиңшимақта.

–Өйдә … зериктим. –Чиқип, монуларға ярдәм қиливатимән,-деди, әтрапидикиләрни күлдүрүп. –Чикилдәк билән сүпүргә сетишқиму талант керәккән…

Гепимизниң ахирида әндиликтә жәзмән өйдә учришишқа келишип қайттуқ…

Әпсус, келишилгән кейинки учришишқа, шаир Сирдашниң ахирқи арминини орунлашқа, мән ялғуз бардим. Дәсләп, базарға йолуқтум. Турған акам көрүнмиди. Ишәшлик өйигә кирип бардим. Ишикни Рисаләт һәдәм ачти. Өй-ичидә жим-житлиқ. Һәдәм мени чоң бөлмигә башлиди. Меһманларни қобул қилидиған бөлмидики юмшақ тирәнчә орундуқта Турған акам ойлинип олтарған екән. Исми дунияға мәшһур Турған акам мени орнидин туруп күтүвелишқа тәмшәлди… Амма Рисаләт һәдәм жиқилип чүшмәслиги үчүн уни чаққанлиқта йөләп, тутувалди. Турған акам мениң әһвалимни сориди. Өзәм һәққидә сөзлидим. Редакциядики вақитларни әслиди. Йәнила мән сөзлидим. У бешини лиңшитиш билән мени қоллап олтарди. Бир чағда Турған акамниң олтиришқан көзлиридә тарам-тарам яш пәйда болди. Мән мундақ әһвални күтмигәндим. Аран-аран, бир сөзни дәп қоюп иккинчисини дейиш үчүн һадуқ елип, демәкчи болған сөзлирини боғузидин қирип чиқирип ейтишқа тиришиватиду. Ахир, сөзини түгәтти. Мениң чүшәнгиним: «… Долқун, Савутжанни түгәтти. Бүгүн Дөләтов. Әтә ким?», деди соал нәзәридә маңа қариған язғучи ағриқ қолини титритип туруп. Мән Турған акамниң мүрисигә қолумни қойдим. Униң үзидики нәпрәтни тәсвирләшкә ажизмән. Шу көрүнүш, сөздин кейин техичила ойдимән, ағзим һим…

Көп чекит мәхпий сир болуп қалсун. Амма язғучиниң «әнди ким?» дегән соалиға тәхминән йәттә айдин кейин жавап тепилди. У–хәлқимизниң милләтпәрвәр оғлани, сәясий әрбап, даңлиқ язғучи, драматург, тәржиман, журналист Турған Тохтәмов. 2009-жилниң 23-апрель күни униң жүриги дүпүлдәштин қалди..

Авут Масимов, ЯЗҒУЧИ

Add Comment

Your email address will not be published. Required fields are marked *