Турған ака Тохтәмовниң әсәрлири билән биз чоң болған десәк, мубалиғә болмас. Әдипниң әсәрлири һаяттин елинған вақиәләргә асасланған болуп, қәһриманлири аримизда жүргән жанлиқ образлардин болғачқа, биз уларни сөйүп, қизиқип оқаттуқ.
Турған ака билән аз вақит болсиму биллә ишләш бәхтигә 1994-жили мүйәссәр болған едим.
У жили биз, бир топ уйғур яшлири, һазирқи Әл Фараби намидики Қазақ Миллий университетиниң журналистика факультетиниң уйғур бөлүмини тамамлиған едуқ. Шу вақитта мениң диплом ишимға рәһбәрлик қилған «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Йолдаш Азаматов мени «Уйғур авази» гезитиниң әрәп графикиси асасида чиқидиған қошумчиси «Йеңи һаят» гезитиға ишқа қобул қилған еди.
У чағда «Йеңи һаят» гезитиға Турған ака Тохтәмов йеңидин рәһбәр болуп кәлгән екән.
Иш жәриянида Турған ака мени өз қизидәк көрүп, маңа атидарчилиқ қилди.
Шу чағда мени һәйран қалдурғини, Турған ака бирәр мақалиға тутуш қилса, қолиға қәләм-қәғәз алмай, бирдин диктовкиға олтиратти. Униң аста, бир хил бом аваз билән ейтип бәргәнлирини машинкида аран терип үлгирәттим.
Язғучиниң көзини жираққа қадиған һалда, деризә алдида туруп, «Хонихайниң ақ териги» намлақ мақаллисини баян қилған қияпити һелиғичә көз алдимда туриду.
Болупму, әдипниң «Сәргәрдан» романи чиққанда мениңдә дәсләпки қетим тарихий Вәтинимиздин чиққан қериндашлиримизға болған һисдашлиғим ойғанди. Шу вақиттин башлап өзиниң киндик қени төкүлгән ана маканини, йеқинлирини ташлап, таша жутта сәргардан болуп жүргән қериндашлиримни чүшинишкә башлидим…
Алширям Аблесенова
Источник: facebook.com/Uyghur jurnalistliri klubi-Уйғур журналистлириниң клуби
Add Comment