Өткəн җүмə күни бир топ язғучи-шаирлар, алимлар вə журналистларниң қатнишиши билəн Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур əдəбияти кеңишиниң новəттики мəҗлиси болуп өтти.
Мəзкүр баш қошушни Уйғур əдəбияти кеңишиниң рəиси, филология пəнлириниң намзити Патигүл Мəхсəтова ечип, өткəн жили атқурулған ишлар вə бийилқи жилниң плани тоғрилиқ əхбарат бəрди. Андин натиқ көпчиликкə Қазақстан Язғучилар иттипақиниң əзалиғиға көрнəклик шаир Нурəхмəт Əхмəтов билəн яш шаир Вильям Молотовниң намзити тəвсийə қилинғанлиғини йəткүзди. Шундақла ушбу баш қошушта бийил көрнəклик шаир Савутҗан Мəмəтқуловниң туғулғининиң – 80, академик Ғоҗəхмəт Сəдвақасовниң туғулғининиң – 95, көрнəклик язғучилар Мəсүмҗан Зулпиқаровниң туғулғининиң – 95, Турған Тохтəмовниң тəвəллудиниң 80 жиллиғини, язғучи-драматург Əкрəм Əхмəтовниң 70 яшлиқ тəвəллудини дағдуғилиқ нишанлап өтүш, шундақла мошу жилниң октябрь ейида улуқ əллама Абай Қунанбайулыниң 175 жиллиқ сəнəсини Уйғур əдəбияти кеңиши тəрипидин өткүзүш тоғрилиқ мəсилə қарилидиғанлиғини ейтти. Баш қошуш җəриянида сөз новитини алған пешқəдəм журналист Абдукерим Тудияров, язғучилар Дүрнəм Мəшүрова, Гүлбəһрəм Хошаева, Əкрəм Əхмəтов, Авут Мəсимов, шаирлар Мəмтимин Обулқасимов, Абдуғопур Қутлуқов, Иминҗан Тохтияров, Вильям Молотов, Молутҗан Тохтахунов, алим Рəхмəтҗан Йүсүпов вə мошу қурларниң муəллипи жуқурида исим-шəрипи тилға елинған əдиплиримизниң хатирə кəчлири алди билəн Қазақстан Язғучилар иттипақиниң һозурида өткүзүлүши керəклигини бир еғиздин тəкитлиди. Шундақла ушбу чарəтəдбирлəрни жуқури дəриҗидə өткүзүш бойичə өзлириниң ярдəм беришкə тəйяр екəнлигини һəм униңға зиялиларниң, алимларниң, муəллимлəр билəн мəктəп оқуғучилириниң, студент-яшларниң вə, əлвəттə, җəмийəтлик тəшкилатлиримиз вəкиллириниң бирдəк сəпəрвəр болуши керəклигини алаһидə қəйт қилди. Баш қошушқа Турған Тохтəмовниң рəпиқиси Рисалəт Тохтəмова билəн Савутҗан Мəмəтқуловниң оғли Назим Мəмəтқулов қатнишип, қариливатқан мəсилилəр əтрапида өз ой-пикирлири билəн бөлүшти. Баш қошуш давамида көрнəклик шаир вə журналист, һели мəрһум Абдумеҗит Дөлəтовниң исмини əбəдийлəштүрүш бойичə тегишлик орунларға хəт йолланғанлиғи тоғрилиқму гəп болди. Баш қошуш йəкүни бойичə жуқурида исим-шəрипи тилға елинған əдиплиримизниң ярқин хатирисигə беғишланған кəчлəрни өткүзүш бойичə тəшкилий топ қурулди вə жуқурида зикир қилинған мəсилилəрниң иҗабий һəл қилиниши үчүн җавапкəр шəхслəр бəкитилип, уларға ениқ вəзипилəр жүклəнди
Шəмшидин АЮПОВ
«Уйғур авази»,5 март 2020 жили
Add Comment