Биз мәдәний ядикарлиқларни бәрпа қилип, кейинки әвлатларға ялдама сүпитидә қалдуруп кәткән әдиплиримизни дайим қәдирлишимиз вә асришимиз лазимдур. Мана шуларниң бири – әдәбиятимизниң гүллинишигә салмақлиқ һәссә қошқан көрнәклик язғучи Турған Тохтәмовтур.
Шәхсән мән Турған акини 1986-жилдин, йәни Абай намидики Қазақ педагогика институтниң ахиқи курсида оқуватқан чағлиримдин башлап яхши билимән. Уйғур повестьлири мавзуси бойичә диплом ишини йезип, пикир елиш мәхситидә мән шу вақиттики «Жазушы» нәшриятиниң уйғур редакциясиниң башлиғи Турған Тохтәмовқа йолуққан едим. Мана шу сәвәп болдидә, алақимиз хелила қоюқлашти.
Ижадийәтниң жуқури пәллисигә тәдрижий /ж/ өрлигән һәм жу жәриянда /ж/ өзиниң миңлиған ихласмәнлирини тепишқа муйәссәр болған Т.Тохтәмовниң әсәрлири жиллар өтсиму өз маһийитини йоқатмай, әксичә, жанрлиқ вә мавзулуқ алаһидиликлири, тәсвирләнгән вақиәләрниң чоңқурлуғи вә һаятийлиғи, харақтерлириниң хилму-хиллиғи вә һәққанийлиғи, бәдий тоқунушлириниң жиддийлиғи һәм кәскинлиги, тилниң тәбиийлиги вә раванлиғи билән пәриқләнгән һалда, кәң китапхан аммисиниң диққитини һелиму жәлип /ж/ қилип кәлмәктә. Китапхан һаятниң муһим мәсилилиригә беғишланған, өтмүшниң аччиқ һәсрәтлирини вә синақлирини әкис әткән, инсан-пәрвәрлик, садиқлиқ, адаләтлик, меһриванлиқ, пақлиқ, сәмимийлик кәби алий пәзиләтләр билән қамдалған һәм шуниң билән бир қатарда сатқунлуқ, иккиүзлүк, сахтипәзлик охшаш сәлбий илләтләрни сиңдүрүвалған образларға бай әсәрлирини әстин чиқарғини йоқ. Язғучиниң мундақ утуққа йетиши, әлвәттә, униң тиришчанлиғиниң, көп издәнгәнлигиниң, әң асаси вә муһими, һаятни сойгәнлигиниң испати вә нәтижисидур /ж/. Кичигидинла өмүрниң еғир синақлириға дуч кәлгән, ачарчилиқ билән житимчилиқниң азавини көп тартқан, тосалғулуқлардин сүрүнмәй өтүп, әдәбият мәйданиға бөсүп кирип кәлгән Т.Тохтәмов өзиниң дәсләпки әсәрлири биләнла кәң китапхан аммисиниң алқишиға сазавәр болған еди.
Т.Тохтәмовниң һәқиқий һаят йоли балилиқ чағлиридила башланди, чүнки бу вақитта у уруш мәйданиға атлинип, қайтип кәлмигән атидин жуда /ж/ болуп, ақивәттә акиси Қурван билән язғуз анисиниң қолида чоң болди. Шуниң үчүн у балилиқ чеғиниң һәрбир дәқиқисини қәдирлигән. Улуқ Вәтән урушиниң азавини көп тартқан һәм ата меһригә тоюпму үлгәрмигән, балилиқ дәвирниң көп қисми бир парчә нанға зар болуп өскән һәм униң раһитиниму көрүш несип болмиған, қишниң қәһритан соғлирида, язниң томуз күнлиридә анисиға яр-йөләк болуп, етиз-ериқ ишлиридин қалмиған яш Турған, әтималим, һаятниң мунчилик еғир синақлириға немә үчүн дуч кәлгәнлигиниң сәвәви үстидә көп ойланған, униңға жавап /ж/ издигән болса керәк. Дәһшәтлик уруш жиллириниң ақивәтлирини, униңдин кейинки дәвирдики йеза аһалисиниң пидакаранә әмгигини, өзи демәтлик уруш балилириниң мәшәкәтлик турмушини, жутниң барлиқ еғирчилиқлирини өз һөддисигә алған аниларниң қәһриманлиғини кейинки әвлатларға ялдама сүпитидә йәткүзүш охшаш жавапкәрлик /ж/ мәхсәтни көзлигән һәм шу йөнилиштә тинмай қәләм тәврәткән Т.Тохтәмов охшаш әдипләрниң бу ишиму чоң бир жасарәтниң /ж/ үлгисидур. Мундақ болмиған тәғдирдә, вақитниң өтүши билән бу урушниң дәһшәтлик садалириниң тез унтулуп кетишиму мүмкин еди. Әйнә шуниңдин қаттиқ әндишә қилған Т.Тохтәмов өз ижадийитида /ж/ уруш мавзусиға алаһидә орун ажратқан /ж/ болса керәк. Әдипниң болупму «Дадамниң жугиси» /ж/, «Қақирлилар қайтқанда», «Ата сөзи» һекайилири, «Кона түгмән», «Дадамниң ахирқи хети», «Базған садаси» повестьлири вә башқилар жуқуридики пикримизниң ярқин дәлили болалайду. Уруш мавзуси рус, украин, белорусь, қазақ, өзбәк вә башқиму хәлиқләр әдәбиятида шунчилик дәрижидә /ж/ аммивийлашқан болуп, бәзи әдәбиятларда у һәтта йетәкчи мавзуларниң биригә айланди. Қериндаш халиқләр әдәбиятиниң әң көрнәклик вәкиллирини устаз тутқан һалда, Т.Тохтамовму уруш вә униң қирғинчилик ақивәтлирини, фашизм охшаш дәһшәтлик апәтниң дуния жамаәтчилиги /ж/ бешиға елип кәлгән һәдди-һесапсиз азаплирини, жудалиқлирини /ж/, вәйранчилиқлирини алаһидә бир сезимләр илкидә тәвринип йорутти. Муәллипниң балилар, яшлар, замандашлар һаятиға йезилған башқиму һекайилири вә болупму «Аниниң көз йеши», «Ахирқи туғут», «Кейинки пушайман» намлиқ повестьлири китапхан тәрипидин мунасип қарши елинди.
Т.Тохтәмов ижадийити /ж/ өз вақтида әдәбиятшунаслар вә тәнқитчиләрниңму нәзәридин сирт қалмиди. Болупму Москва Язғучилар тәшкилатиниң рәиси, мәшһур тәнқитчи Феликс Кузнецов әдип әсәрлирини жуқури баһалап, уларни Федор Абрамов, Чингиз Айтматов, Валентин Распутин охшаш атақлиқ язғучилар ижадийити /ж/ билән селиштурған еди. Йәнә бир әдәбиятшунас алим Николай Ровенский болса, әдип повестьлирини Василий Быков әсәрлиригә қияс қилип, мундақ дәп язиду: «Т.Тохтәмов язғучиларниң шу әвладиға вәкллик қилалайдуки, уларни қәтъий түрдә «яшлар» әмәс, бәлки башқичирәк, йәни уруштин кейинки ғуруһ яки «қириқ яшлиқлар» дәпаташқа болиду һәм шу арқилиқ уларниң йеңи дәвир умумий әдәбият жәриянидики /ж/ мәлум утуқлирини вә орнини икрар қилалаймиз. Шәкиллиниши урушниң мүшкүл вақтиға вә уруштин кейинки дәвиргә тоғра кәлгән бу яштики жиддий /ж/ һәм тамамән мустәқил прозаиклар ичидин уйғур язғучиси авазиниң алаһидә вә йеңичә яңриши бизни хурсән қилиду. Өз дәвриниң хошаллиқлири вә қайғусини башқа милләтләр қатарида биллә тартқан кеңәш уйғурлириниң һаяти вә арзу-арманлири тәсвирләнгән Т.Тохтәмовниң повестьлири көпмилләтлик елимиз хәлиқлири тәғдириниң тарихий бирлигини йәнә бир қетим тәстикләнгән еди» /1981-ж/. Шундақла Владимир Бондаренко, Анатолий Иванов, Вячислав Шугаев, Анатолий Ким охшаш рус әдәбиятиниң мәшһур вәкиллири, Сакен Иманасов, Баққожа Муқай қатарлиқ қазақ әдиплири Т.Тохтәмов ижадийитигә /ж/ өзлириниң ижәбий /ж/ пикирлирини бәргән еди.
Т.Тохтәмовниң дәсләпки кичик вә оттура һәжимдики /ж/ әсәрлири арқилиқ утуқ қазанған болса, униң әдәбиятимиз тәрәққиятиға бирдинла йеңи йөнилишләр, образлар, пикирләр елип киргән романлириму китапханларда вә тәнқитчиләрдә һәрхил инкаслар пәйдә қилип, язғучи ижадийитиниң /ж/ хелә дәрижидә /ж/ йүксәлгәнлигини намайиш қилди. Буниңдин оттуз жилдин ошуқ вақит илгири, йәни 1980-жили йоруқ көргән әдипниң дәсләпки «Ақ йеғин» романи шулар жүмлисидин болуп, әсәр муәллипи уруштин кейинки жиллардики йеза яшлириниң пидакаранә әмгиги вә турмуши арқилиқ жәмийәттә қелиплашқан ижтимаий /ж/, мәиший вә әхлақ мәсилилирини көрситишкә тиришиду. Йеза егилигини тикләш жәриянида /ж/ садир болған нурғунлиған қийинчилиқларниң, һәрхил тәбәқә вәкиллириниң өзара мурәккәп мунасивәтлириниң, яшлар арисидики достлуқ вә муһәббәт сезимлириниң ярқин вә сәмимий әкис етилиши китапханда хилму-хил вә қариму-қарши қөзқарашларни, пикирләрни һасил қилғанлиғи, әлвәттә, роман вақиәлириниң жуқури маһарәттә тәсвирләнгәнлигини, образларниң һәққаний вә рошән яритилғанлиғини испатлайду.
Язғучиниң бу әсәри китапхан дилиға шунчилик синдики, һәтта у Уйғур театри сәһнисидә өзиниң йәниму көп вә йеңи мухлислирини тепишқа муйәссәр болалиди. Романниң 1984-жили Бежинда /ж/ нәшир қилиниши бу пикирлиримизниң йәнә бир ярқин дәлили болалайду. Язғучиниң биринчи романи өзиниң жанрлиқ, бәдиийлик вә тил алаһидиликлири билән әдәбиятимиз ғәзнисидә өзигә мунасип һөрмәтлик орун тапқан болса, униң новәттики «Виждан азави», «Назугум» вә «Сәргәрдан» романлириға нисбәтәнму худди шундақ пикирни ейтишқа болиду. Болупму униң «Виждан азави» вә «Сәргәрдан» әсәрлири мавзулириниң муһимлиғи вә йезилиш услубиниң алаһидилиги, вақиәлириниң мурәккәплиги, характерлириниң қариму-қаршилиғи, қәһриманлар тоқунушлириниң жиддийлиғи вә кәскинлиги билән пәриқлиниду. Мәзкүр романларниң йәнә бир алаһидилиги шуниңдики, язғучи әсәр қәһриманлириниң ички кәчүрмилиригә, йәни психологиясигә чоңқур чөкүп, уларниң характерлиридики инчикә вә чигич һаләтләрни ениқлашқа, үгинишкә тиришқан. Әдип бу арқилиқ бәдий әсәрләрдә кам учрайдиған һәм һәрқандақ язғучиниң қолидин келивәрмәйдиған тәсвирләш усули – психологизм, йәни қәһриманларниң роһий қияпитини яритиш, уларниң ички кәчүрмилирини, сезимлирини әмәлияттики иш-һәрикәтлири билән селиштуруш һәм улардики қариму-қаршилиқларниң, тоқунушларниң маһийитини ечиш мәсилисини һәл қилиду. Романлар йезилиш услуби һәм вақиәләр тәрәққиятини, қәһриманлар иш һәрикәтлирини сүрәтләш жәһәттин /ж/ бир-биригә охшап кәтсиму, лекин «Виждан азави» бир шәхсниң пажиәлик /ж/ тәғдири тәсвирләнсә, «Сәргәрдан» романида муәллип пүткүл бир хәлиқниң еғир азапта қалған ечинишлиқ қияпитини яритишни мәхсәт қилиду. Мәзкүр әсәрни оқуш жәриянида /ж/ китапхан һәтта бүгүнки күндилик турмушимизда пат-пат учрайдиған жиддий /ж/ мәсилиләргә жавап /ж/ тепиш имканийитигиму егә болалайду. Әсәрниң түп-маийити һәққидә гәп ачқанда, китапханда һәрхил пикир-тәхминләрниң һасил болуши мүмкин. Бу һәқтә, мәсилән, философия пәнлириниң намзати, көрнәклик алим мәрһум Коммунар Талипов мундақ дегән еди: «Әсәрни йезиш мәзгилидә роһий һалити шундақ болдиму яки атайин уйғурларниң мәлум қисимиға һәқиқәтәнму хас болған кәйпиятни қапартип көрситишни мәхсәт қилдиму, иш қилип, «Сәргәрданда» үмүтварлиқтин чүшкүнлүк, мәһкүмлүк бесим… Лекин шуниң билән бир қатарда мошу көңүлсиз көрүнүшләрдин тәркип тапқан еғир муһитни йерип чиқиватқан муәллипниң «милләтниң әһвали мүшкүлләшкән мошундақ пәйттә униңға мунасивәтлик мәсилиләргиму жиддий /ж/ қарайли, турмушниң кәйнидә тозаққа охшаш тозуп, һәр тәрәпкә чечилип кәтмәй, өм яшайли, иттипақлишайли, ана жутни, Вәтәнни қәдирләйли, асрайли, дегән налисиму /илтижасиму /ж// ениқ аңлинип туриду. Һәқиқәтәнму хәлқимиз қениға сиңип қалған сәргәрданлиқ пажиәсиниң /ж/ әсәр сюжетиниң мәркизигә елиниши барлиғимизни ойға салиду. Роман мәзмунидин қачанғичә әждатлиримизниң/ж/ қени төкүлгән маканимизни, жапа-мәшәкәтләр билән қәд көтәргән гөзәл жутлиримизни, маңлай тәримиз сиңған етилиқлиримизни ташлап, мусапирлиқ дәрдини тартимиз, дегән соал келип чиқиду. Мәзкүр әсәрни оқуш жариянида /ж/ мундақ соалларға пат-патла йолуқимиз. Мана шуниң үчүн романниң өз алдиға алаһидә тәтқиқәт елип берилишини тәләп қилидиғанлиғини тәкитләш керәк.
Мәлумки, уйғур әдәбиятида күн тәртивидин чүшмәй келиватқан муһим мәсилиләрниң йәнә бири – тарихий мавзу екәнлиги талашсиз. Бу йөнилиштә уйғур әдиплириниң зор утуқларға йәткәнлигини Зия Сәмәди, Мәсүмжан /ж/, Зулпиқаров, Һезмәт Абдуллин, Жамалидин Босақов, Йүсүп Илияс қатарлиқ мәшһур әдиплиримизниң ижадийити /ж/ мисалида рошан көрәләймиз. Бу йөлиништә қәләм тәврәткән кейинки биртүркүм әдипләр қатарида Т.Тохтәмовниң исминиму аташ орунлуқтур. Уйғур хәлқиниң мунәвәр пәрзәнтлириниң бири, исми дастанларға айланған Назугум һәққидә эпикилиқ әсәрниң йезилиши әдәбиятимиз тарихида чоң һадисә болди. Тарихий Вәтинимизниң азатлиғини, униң нәччә миң жиллиқ мәдәнийитини бәрпа қилип кәлгән уйғурларниң әркинлик, адаләтлик үчүн күришини тәсвирләш охшаш алийжанап /ж/ вә жапакарлик мәхсәтни көзлигән Т.Тохтәмов әсәрниң баш қәһримани Назугум арқилиқ мустәмликичиликниң зулум-истибдатиға чидимай қолиға қуралалған хәлиқниң қәһриманлиғини тәсвирләйду. Муәллип шундақла өз жутиға, Вәтинигә муһәббәт, диниға, сөйгән яриға садиқлиқ сезимлирини улуқлап, зорлуқ-зомбилиқ, рәһимсизлик, басқунчилиқ охшаш қәбиһ әһвалларни жиркиничлик билән тәсвирләйду. Назугум арқилиқ әдип мәшһур классик шаир Билал Назим асас салған һәм әнъәнигә айланған уйғур әдәбиятидики қәһриман аял обризини йеңи қир-сирлири билән тәсвирләшни давам қилди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, язғучи қәлимигә мәнсүп әсәрләрниң бесим қисмида аял обризиниң орун елиши тәсадипи болмиса керәк. Бизгә бу йәрдә йәнә жуқурида ейтилған пикирлиримизни тәкрарлашқа тоғра келиду. Әдип уруш дәвридики арқа сәптә вә униңдин кейинки егиликни тикләш жиллири чидамлиқниң, вападарлиқниң, қәһриманлиқниң үлгисини көрсәткән аниларниң қияпитини өз аниси мисалида рошән һис қилған еди. Мана шуниң үчүн пақ вижданға, чәксиз чидамлиққа егә аял обризи язғучи ижадийитидә /ж/ һөрмәтлик орун егилиди. Униң меһнәткәшлиги арқисида мәйданға кәлгән әсәрлири жуқури сәвийәгә еришип, башқа тиллардиму нәшир қилинди, шундақла яшларни вәтәнпәрвәрлик, хәлиқпәрвәрлик роһта тәрбийиләштә, достлуқ, инақлиқ ғайилирини тәрғип қилишта муһим роль ойниди.
Һаятиниң бесим қисмини, йәни қириқ жилини өзиниң сөйүмлүк кәспи – әдәбий ижадийәткә беғишлиған, һаятниң егиз-пәс йоллирида путлашмай, маңдимәй, һодуқмай, көзлигән нишаниға қарап һармай вә талмай илгирлигән, һәтта саламәтлиги яр бәрмигән пәйттиму йерим йолда тохтап қалмиған үмүтвар вә тиришчан Турған ака Тохтәмовниң аләмдин өткинигә мана бәш жил толупту. Бу вақит арилиғида Турған акини язғучи сүпитидә, инсан ретидә һәрқайсимизниң қанчилик дәрижидә /ж/ хатиримиздә сақлап кәлгинимиздин қәтъий нәзәр, униң кейинки әвлатларға қалдурған мираси йәниму узун жиллар хизмәт қилиду, чүнки униң әсәрлири хәлиқ үчүн яралғандур.
Рәхмәтжан ЙҮСҮПОВ
«Уйғур авази» 24.04.2014ж.№16
Add Comment