ҚӘДДИМИЗНИ КӨТИРИП, МӘДӘНИЙИТИМИЗНИ ТӘРӘҚҚИЙ ӘТКҮЗӘЙЛИ

ҚӘДДИМИЗНИ КӨТИРИП, МӘДӘНИЙИТИМИЗНИ ТӘРӘҚҚИЙ ӘТКҮЗӘЙЛИ

Алмута Уйғур мәдәнийәт мәркизи қурулуп, униң мәхсус счети ечилди.
Униң адреси: счет номери 3700029 Облуправление жилстройбанка г.Алма-Аты,
Уйгурский культурный центр. Бу счетқа уйғур хәлқиниң мәдәнийитини, тилини, тарихини сақлап қелишни халиған һәр қандақ адәм, жамаәтчилик тәшкилат вә карханилар һәр қандақ йәрдин халиған миқдарда мәблағ әвәтиши мүмкин. Әвәткән адәм яқи тәшкилат өз адресиниму йезиши керәк.
Бизниң жәмийитимиздә  кәң қанат яйған өзгәртип қуруш милләтләр ара  мунасивәтни яхшилашқа, әһвални ениқ көрүп, башқиму хәлиқләр билән достлуқ, қериндашлиқ алақилиримизни мустәһкәмләп, шулар билән бир дәрижидә ижтимаий, мәдәний жәһәттин тәрәққий етишимизгә кәң йол ечип бериватиду. Елимизда милий мәсилиләрниң тоғра һәл қелиниветиши көп жилдин бери йәлкимизни басқан һаятниң еғир жүки тәсиридин роһий чүшкүнлүккә берилип, «әнди бизниң қайғу-муңумизни тиңшайдиған һеч ким йоқ охшайдула» дәп, көп нәрсидин үмүт үзгән хәлқимизниң қәддини көтирип, келәчигимизгә чоң үмүт бағлишиға мүмкинчилик яратмақта. Көп жиллардин бери һалимизни ейтқан биләнму тегишлик орунларниң йетәрлик әһмийәт бәрмәслиги мәдәнийитимизниң аста-аста мунқәрзлик гирдавиға йеқинлишишиға, тилимизниң тарийишиға, ахири уйғур халқи саниниң азийип, бәлгүлүк жиллардин кейин, йоқулуп кетиш ховупиға елип кәлди. Советләр елини Сталин, Хитай Хәлиқ Республикисини Мао-Цзедун башқурған жиллири бир заманларда өз алдиға дөләт қуруп яшиған хәлқимиз, башқилар тәрәққий етип, гүлләшкә башлиғанда, пүтүнләй кейин чекинип кәтти. Ату жиллардики умумйүзлүк қирип, өлтиришләр нәтижисидә уйғурларниң жан сақлаш үчүн түркүм-түркүмләп чәт әлләргә қечиши, андин оттуз йәттинчи жилқи қийнашлар, турғунлуқ жиллардики бизниң һал-әһвалимиз билән һесаплашмаслиқлар тәрәққиятимизға чоң зиян йәткүзди. Ахирқи жиллири уйғурлар көпләп яшайдиған йәрләрдә миллий кадрлиримизниң сани қисқирап кәтти. Уларға болған көз қараш бирдинла өзгәрди. Мана шуңлашқиму һазир миллий кадрлиримиз интайин аз. Оқуватқан яшлиримизни өстүрүп, рәһбирий орунларға көтириш ишлириға дегәндәк көңүл бөлүнмәйду. Болмиса бизниң хәлқимиз республикиларда деханчилиқнитәрәққий әткүзүштә чоң ишларни қилмақта. Уйғурларниң маңлай тәри билән Яркәнт вадисиниң көмүқониғи, Челәк районниң тамакиси, Алмута әтрапиниң, Или вадисиниң ашлиғи өстүрүлмәктә. Һәммила йәрдә хәлқимиз өзиниң ишләмчанлиғи билән көзгә чүшти. Айрим адәмлиримиз әмгиги билән шөһрәт қазанди.
         Лекин бизниң хәлқимиз тинимсиз әмгәк қилғини билән мәдәнийити унтулуп кәтти. Мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға йетәрлик көңүл бөлүнмәслиги нәтижисидә әйғур тилидики мәктәплиримиз көпләп йепилди. Бу жиллири елимизда йүз бәргән тәңсизликләр хәлқимизниң «Оқуған, интелгән билән өз республикаң болмиғандин кейин саңа һеч ким көңүл бөлмәйдекән», — дәп роһий чүшкүнлүккә чүшүштә, бәзиләрниң өз миллитидинму кечишигә, балилирини уйғур мәктәплиридин чиқиривелишиға сәвәп болди. Әнжән облусида болса уйғурчә оқуш орунлири, уйғур театрлири пүтүнләй йепилип, өзбәкстандики уйғурлар сани бирдин қисқириди. Һазир бу йәрдә миңлиған адәмлиримиз өз пуштидин, әалатидин тенип, өзбәк болуп йезилип кәтти. Мошундақ үмүтсизликләр, ана тили билән йезиғимизниң, мәдәнийитимиз билән сәнъитимизниң миллий урпи-адәтлиримизниң унтулуп кетишигә сәвәп болди. Һә, Совет йеридики уйғурлар уруштин кейинки жиллири өзлириниң жәңдә йоқатқан қериндашлириниң жудалиқ отини бесип, һал-оқатлирини түзигичә әллигинчи жиллири Шәркий Түркистандин умумий йүзлүк көчүп чиқип, пүтүнләй саватсиз болуп қалған уйғурлар тил вә йезиқ үгинип, бу йәрниң шараитиға маслишип, өзлирини оңшилиғичә көп қийинчилиқларни бешидин кәчүрди. Растини ейтқанда, бу мәзгилләрдә бизниң хәлқимиз өз мәдәнийитини тәрәққий әткүзүш һәққидә әмәс, көпирәк жан беқип, һал-оқитини түзәш һәққидә ойлиди. Бу жиллири Қазақстанниң Панфилов, Уйғур, Челәк районлирида турақлиқ яшап келиватқан уйғурларниң көпчилиги ата маканлирини ташлап, пәқәт балилирини оқутуп, әркинирәк һаят кәчүрүшни мәхсәт қилип, Алмута, Фрунзе, Ташкент шәһәрлири вә уларниң өп-чөрисидики йезиларға умумий йүзлүк көчүшкә башлиди. Шуниң нәтижисидә бу районлардики уйғур мәктәплиридә оқуғучилар санлири азийип, миллий мәдәнийитимиз чириғиниң өчүшигә йәнә бир сәвәп болди. Улар көчүп барған йәрләрдә йеңидин уйғур синиплири ечилмай, балилири башқа тилдики мәктәпләрдә оқушқа мәжбур болди. Бирдә, бир тилда, иккинчи қетим йәнә бир тилда оқуш қалаймиқанчилиғи балилиримизниң муқәммәл билим елип, оқушини давамлаштурушиға көп зийинини тәққүзди. Мошу жиллири биз көплигән яшлиримизни саватлиқ қилимиз дәп һәр һил тилдики мәктәпләрдә оқутуп жүрүп, саватсиз қиливалдуқ. Сәвәви, турғунлуқ жиллиридики «уйғурчә оқуғиниң билән бәри бир алий оқуш орунлириға чүшәлмәйсәнкән» дегән үмүтсизлиқ көплигән ата-аниларни балилирини русчә билмисиму, өйдә өзлири үч йүз атмиш күн уйғурчә сөзлишиватсиму өз ана тиллиридики мәктәпләрдин қачуруп, рус мәктәплиригә апиришқа мәжбурлиди. Асасий гәп балилиримизниң мәктәптә қайси тилда оқуғинида әмәс, мәсилә уларниң оқуш программисини, муәллимләр бериватқан дәрисни қайси тилда оқуса мукәммәл өзләштүрүп кетиши мүмкин екәнлигидәдур. Өйдиму балилириға қайси тилда оқуса өзлириниң уларға яхширақ ярдәм қилип, муәллим билән биллә үгитиши мүмкинлиги тоғрисидиму ойлиған яхши. Бәзи бир йезидики ата-аниларниң һәтта мәктәпкә барған балилириниң қайси тилдики синипларға киргәнлиги биләнму иши болмай қалиду. Шуниң ақивитидинму икки тилда дәрис өткүзүлидиған айрим мәктәпләрдә биринчи синипқа кәлгән балиларниң идрәклик аңлиқлири, уларниң рус тилини билидиған-билмәйдиғиниға қаримастин рус тиллиридики синипларға елип келинидудә, тәйярлиқсиз кәлгән, начарирақ балиларниң һәммиси уйғур тиллирдики синипларда қалдурулиду. Һә бу мәсилигә шу йезилардики ата-ана, жут, жамаәт, муәллимләр техичә йетәрлик әһмийәт бәрмәй келиватмақта. Шуниң үчүнму кейинки вақитларда арилаш мәктәпләрдә һәр икки тилда оқуған уйғур балилириниң көпчилиги сәккизинчи синипқичә аранла оқуп, андин мәктәпләрни ташлап кетип бармақта. Буларға қариғанда оқушни таза уйғур мәктәплиридә мустәһкәм билим елип оқуған балилар алий оқуш орунлириға көпләп чүшмәктә. Һазирқи уйғурлар яшайдиған йәрләрдики миллий кадрлириримиз билән уйғурларға вакаләтлик қилидиған мәһкимиләрдики адәмлиримизниң һәммиси дегидәк уйғур мәктәплирини тамамлиған яшлардин тәркип тапқан.
         Биз бәзидә өзимиз яшаватқан йәрләрдики мәктәпләрдә оқуш-тәрбийә ишлириниң қандақ кетип барғанлиғи, балилиримизни кимләр оқутуп, қандақ билим бериватқанлиғи, шу муәллимләрниң билим дәрижиси, аң-сәвийә, мәдәнийити, улар өз хәлқиниң тили, мәдәнийити, әдәбияти, сәнъити вә тарихидин қанчилик хәвәрдар екәнлиги биләнму қизиқип кәтмәймиз. Зади биз балилиримизниң тәғдирини кимниң қолиға тапшурдуқ, улар балилиримизни бүгүнки күн тәләп дәрижисидә дәрис бериш қабилийитигә егиму яки пәқәт қириқ бир һәрипни үгитип қоюпла, икки күнниң биридә бюллетеньда жүрүп балилиримизни көрүнгәнгә бир ташлап кетиверидиған адәмләрму. Яки, әйтәвир, бир чағларда қолиға муәллимлик диплом еливелип, билимини дайим ашуруп турушқа көңүл бөлмәй, һазир қандақ қилип болмису пенсиягә йетивелиш үчүн орун тутуп жүргән, дәрис түгәр-түгимәйла өйлиригә кетишқа алдирайдиған, директорлар қаттиқ тәләп қилай дессә қорқидиғанларму – мошу һәқтиму ойлишимиз лазим. Сәвәви, биз бириниң һал-әһвалиға, чирайиға қараймиз дәп балилиримизниң келәчәк тәғдирини бузувелишни халимаймиз. Бизниң балилиримиз әтә-өгүн билим жәһәттин йеримжан болуп қелишидин сақлинишимиз керәк. Мәктәпни чала сават тамамлиған бала – йеримжан адәмдинму бетәр. Шуңлашқиму уйғур мәктәплириниму, башқа мәктәпләргә охшашла, көп издинип, көп оқуйдиған, оқуватқан оқуғучилириниң һаят-тәғдиригә өз балилириниң тәғдиридәк қарайдиған муәллимләр билән толуқтурушумиз керәк.
         Әлвәттә, буниң һәммиси кадрға, ата-анилар билән муәллимләр һәмкарлиғиға, жамаәтчиликкә бағлиқ. Кейинки жиллири Алмутидики КазПИни, Панфилов шәһиридики педагогикилиқ училищини вә башқиму окуш орунлирини көплигән уйғур яшлири тамамлап чиқиватқанлиқтин қолидин иш кәлмәйдиған муәллимләрни яш педагоглар билән жүръәтлик һалда алмаштуруш яхшидур.
         Биз, язғучилар, кейинки вақитларда пат-патла уйғур мәктәплирини арилап, оқуғучилар билән учришишлар өткүзидиған болдуқ. Лекин бәзи уйғур балилири оқуйдиған синипларға кирип, улардин өз хәлқиниң қандақ язғучи вә шаирлирини билидиғанлиғи, ахирқи қетим қандақ китапларни оқуғанлиғи һәққидә сориған чағлиримизда, уларниң бәзидә бирәр қисимни, бирәр оқуған китавини ейтип берәлмигәнлигиниң, уларла әмәс, һәттә шу балиларни оқутуватқан муәллимләрниңму көп нәрсидин бехәвәр екәнлигиниң гувачиси болғанда, тәшвиштә қалимиз. Бәзиләр һәттә қешидики китап дуканлириға кирип, уйғурчә қандақ китапларниң чиқиватқанлиғи биләнму қизиқмайдекән. Биз өзлиримизниң келәчигимиз дәп жүргән яшлиримиз тәғдири көп ойландуриду. Жайлардики уйғур мәктәплиридә оқуш-тәрбийә ишлириниң интайин начар екәнлиги, уйғур балилириниң билим дәрижисиниң төвәнлиги һәққидә һәр жили алий оқуш орунлирида шу балилардин емтихан алидиған уйғур муәллимририму ечинған һалда ейтиду. Әлвәттә, биз һәммила мәктәпләрдә әһвал мошундақ дейиштин жирақ. Көплигән уйғур муәллимлириниң яхши ишлиридин дайим мәмнун болумиз. Уларда оқуған оқуғучиларниң көписи алий оқуш орунлирини тамамлимақта, һәммила йәрдә иш әшундақ болса нур үстигә нур еди.
         Маарип бөлүмлиригә уйғурлар көпләп яшайдиған жайларда балилар бахчилирини, уйғурчә синиларни ечиш тоғрилиқ ейтиду. Бу мүмкинчиликләрдин пайдилинип, Алмута шәһири вә облусниң айрим йезилирида уйғурчә синиплар, бахчиларда группилар ечилмақта. Әнди бу ишни тәрәққий әткүзүш ата-аниларға, жут-жамаәтниң қоллап-қувәтлишиға бағлиқ.
         Һазир партиямиз билән һөкүмитимиз: «Силәрму бир хәлиқ болғандин кейин йоқулуп кәтмәй, ойғиниңлар, балилириңларни ана тилиңларда оқутуп, тилиңлар билән мәдәнийитиңларни тәрәққий әткүзүңлар, унтулуп кәткән тарихиңларни, урпи-адәтлириңларни тикләңлар, өзәңларниң миллий кадрлириңларни тәрбийиләп, өстириңлар» дәп яхши ишларға дәвәт қилмақта. Қазақстанда яшиғучи уйғурлар үчүн илим-пән саһасида, мәтбуат, радио, телевидениедә, оқуш орунлири билән театрда кәң мүмкинчиликләр ечип бериватмақта. Бийил Өзбәкстан ССР Алий Совети Президиуминиң 25-апрельдики «Өзбәкстанда яшаватқан милләтләрниң мәдәний еһтияжини қанаәтләндүрүш бойичә иши тоғрилиқ» қараридиму уйғур балилирини ана тилида оқутуш, радио, телевидениедә уйғур тилидики аңлитишларни көпәйтиш, уйғурларниң әдәбий әсәрләргә, оқуш қураллириға болған ехтияжини қанаәтләндүрүш, миллий сәнъитини тәрәққий әткүзүш вә башқиму мәсилиләр бойичә ениқ чариләр бәлгүлиди. Башқа республикилардиму, шу йәрдики уйғурларниң тәләп қилишиға бағлиқ, көплигән шараитлар яритилмақта.
         Бирақ әндики асасий мәсилә өзимизгә бағлиқ болуватиду, сәвәви, мәктәпләрдә синипләрни ечип бәргини билән униңда оқуғидәк балилиримиз, театрлиримизға барғидәк тамашибинлиримиз, басмаханларда гезит, китап чиқарған билән уларни елип оқуғидәк, уйғур тилини билидиған оқуғучилиримиз, уйғурларға ечип бәргән мәһкимиләрдә ищләп хәлқимизниң көңлидин чиққидәк кадрлиримиз болмиса, буниң өзиму дәһшәтлик пажиә охшайду. Мана шуңлашқиму биз һазир жамаәт болуп, хәлқимизни ойғитип, әшу бериливатқан мүмкинчиликләрдин мумкин қәдәр кәң пайдилинип, балилиримизни ана тилимизда оқутуп, миллий кадрлиримизни тәйәрлап, хәлқимизниң мәдәнийитини, тилимизни, тарихини , өзимизниң пуштумизни сақлап қилиш үчүн һәртәрәплимә һәрикәт қилишимиз керәк. Шараит ярятқан билән, уни пайдиланмиса бекар. Биз һазир партиямизниң аз санлиқ хәлиқләргә бериватқан мүмкинчиликлиридин пайдилинип, мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүп, тилимизни сақлап қалмисақ, һәммимиз Өзбәкстанда яшаватқан уйғурлар охшаш аста-аста башқа хәлиқләргә сиңип, пуштуммиздин тенип, йоқ болуп кетишимизму мүмкин.
         Раст, биз бир заманларда өзимизниң бешиға чүшкән еғир дәртләргә бола һал-оқитимизни түзәвалайли дәп, хәлқимизниң қандақ әһвалға чүшүп қалғиниға йетәрлик әхмийәт бәрмидуқ. Әнди мана оқәт-тирикчилигимиз яхшилинип, көңүллиримиз бир аз хатиржәм болуп қалди. Бирақ, қосиғимизниң тойғиниға бола бегәмликкә берилип, хәлқимизниң тәғдирини әстин чиқирип қоймайли.Башқа хәлиқләрниң мәдәнийити, сәнъити, кадрлири өсүп, тили тәрәққий етип жаһанға көтириливатқанда, биз пәқәт өзимизниң кона тарихимиз биләнла пәхирлинип, һазир қандақ әһвалға чүшүп қалғинимизни ойлап, ечинмай, уни түзүтиш үчүн һәрикәт қилмисақ, униң үчүн бизни келәчәк әвлатимизму кәчүрмәйду. Бу пәқәт Совет уйғурлириниңла әмәс, жаһандики барлиқ уйғурларниң муқәддәс пәрзи болуши керәк. Биз Хитай Хәлиқ Республикисидики вә Совет Иттипақидики уйғурларниң бир уйғур екәнлигини әстин чиқармай, һәммимизниң һаят-тәғдирини бир һесаплап, һазирқи икки әлниң достлуқ мунасивәтлиридин тоғра пайдилинип, өмлүктә илгәрки жаһанға тонулған мәдәнийитимизни тикләш арқилиқ сәнъитимизни, әдәбиятимизни, тарихимизни дунияға тонутушимиз лазим. Болмиса һазирқи күндә уйғур хәлқини әзәлдин сәнъәткә бай хәлиқ дегән билән артистлиримизниң авази Уйғур театри сәһнисидин, язғучи, рәссамлиримизниң йезип, сизғанлири өз хәлқимиз даирисидин, алимлиримизниң ижәт қилған илмий әмгәклири өзлириниң арисидин сиртқа чиқмай унтулуп қеливатиду. Хәлқимиздә бепәрвалиқ бесим. Хәлқимиз тәғдиригә силәр билән биз ечинмисақ, ким ечиниду. Көпчилигимиз қолумизға магаэин билән машининиң ачқучи тегип қалсила, бешимиз көккә йетип, һаятта униңдин башқа һеч нәрсә керәк әмәстәк, һәммигә рази болуп қалимиз. Раст, бир заманларда һәр хил сәвәпләргә бола чапсанирақ тирикчилигимизни түзәш мәхситидә, һәттә өз мәзгилидә алған билим, ойлиған арманлиримиздинму кечип, өзимизни һәр ян уруп, һәттә ар-номусни қарип қоюп болсиму дуния тепип, бала-жақимизни беқишқа интилдуқ, кечилири күзәттә турушни биз үчүн, худди тепилғусиз, чоң хизмәтләрдәк, һесаплидуқ, күндүзлири қолтуқлиримизға мишкаплиримизни қистируп базалардин, магазин, ашханиларниң алдидин кәтмәй жүрдуқ. Бәзилиримиз бала-жақилиримиз тәғдириниң немә болуватқини һәққидә ойлимай, айлап, жиллап ташлаветип, деханчилиқ, ашпәзлик қилимиз, проводник болумиз дәп қәйәрдә жиқирақ дуния тапқили болса, өзимизни шу яқларға пәрванидәк етип, жаһандачилиқ қилип, чечилип кәттуқ. Чәт яқлардин бәзилиримиз мишкаплап дуния тапқинимиз билән бир заманларда мисқаллап жиққан, аброюмизниң һәммисидин айрилған пәйтлиримизму болди. Бешимизға чүшкән қийинчилиқлар һәр қайсимизға һәр немиләрни қилғузди. Башқиларниң балилири һүнәр үгинип, техника тәрәққияти заманида илим-пән чоққисиға интиливатқанда, биз балилиримизни ашхана, магазин вә машина рулидин нери әвәтмидуқ. Һазир башқа хәлиқләр бизни илим-пән, мәдәнийәттә йәткән утуқлиримиз билән әмәс, салған самсилиримиз, әткән тамақлиримиз, қилған содимиз арқилиқ тонуйдиған болуп қалди.  Һазир хәлқимизниң ейтқан нахшилиридин көрә, кәпкүрлириниң үни жараңлиғирақ аңлинип жүриду. Биз мошундақ әһвалға чүшүп қалғачқа бәзиләр бизниң илим-пән саһасидики ажизлиғимиздин, саватсизлиғимиздин пайдилинип, классиклиримизни, миллий қәһриманлиримизни яхши әнъәнә, яхши нәрсилиримизни өзлириниң дейишип, бөлүшүп, талан-таражға селишқа башлиди. Һә  уни илмий асаста дәлилләйдиған алимлиримизниң үни чоң минбәрләрдин, илмий асаста йезилип, чоң мәтбуатларда бесилған әсәрлиридин аңланмай, йәнә илгәркидәкла той-төкүн, нәзир-чирақларда аңлитип қиливатмақта. Һәммимизниңла йерим ойимиз ишләватқан кәсиптә болғини билән йерим ойимиз базарда үчүн өз кәсиплиримизни мукәммәл өзләштүрүп, шуниң һөдисидин тәләп дәрижисидә чиқалмайватимиз. Бизниң мошундақ икки ойда жүрүп алған балимлиримиз  башқа хәлиқләрниң бирәр кәсипдаш вәкиллири билән үзәңгә соқуш салдурушқа ажизлиқ қиливатиду. Көп адәмлиримиз сиртқи көрүнүштә хелила саватлиқтәк билингини билән әмәлиятта бүгүнки тәләп дәрижисидин бәк төвән. Шуңлашқиму мәктәптә оқутуватқан балилиримизниң билимиму, ижат қиливатқан әмгәклиримизму, ижра қилиниватқан нахшилиримизму, хәлқимизгә қиливатқан хизмәтлиримиз вә башқуруватқан ишлиримиз бүгүнки һаят тәливигә жавап берәлмәйватиду. Биз пәқәт өз көңлүмизни өзимиз хуш қилиш үчүнла бир-биримизни махтап жүриватимиз. Буниң һәммиси йәнә тәкитләп ейтқанда, һәртәрәплимә оқуп йетилгән саватлиқ адәмлиримизниң азлиғидин болуватиду.
         Немишкиду биздә балилиримизға: «Мәңғу бир заманларда һаят гәрдишигә бола мүрәмдин мишкап, қолумдин кәтмән чүшәрмәй, очақтин бешим чиқмай ишлидим. Әнди мән тартқан жапани сәң болсаңму тартмай, оқуп, пән чоққисиға йетишкә, һүнәр үгинишкә интилгинә. Зади пешанимизға ашханилар, очақ беши билән магазин, қаравулханиларнила әгип, қолумиздин кәтмән ташлимай өтүшни йезип қоймиғанду. Бу дунияда жалаһандачилиқ қилип дунияму жиғип, һәр немини көрдуқ. Зади қосақ тойған билән көңүл тоймиса бекар екән. Биз йәтмигән арманларға силәр болсаңларму йетиңлара», дәп уларни билимгә дәвәт қилиш йетишмәйду. Һеч қайсимиз балилиримизни оқумисун демәймиз, амма униңға шәрт-шараит туққузуп, сәвәп қилмиса бекар. Раст, бизниң жәмийитимиздә жуқарқи партия, Совет органлирида мәсилилиримиз тоғра һал қилинип, яхши қарарлар чиқирилғини билән, амма бюрократизм техичә кәң түрдә һөкүм сүрүватқанлиқтин, уни әмәлгә ашуридиған чағда төвәнки  орунлиғучи орунларда чоң қаршилиқлар йүз бериватиду. Мундақ чағда биз тоқунушлар учриса, йәнә илгәркидәкла, жүрәк алди болуп, бу болмайдиған иш охшайдула дәп роһий чүшкұнлүккә яки бәзидә қизиққанлиққа берилмәй, һәр қандақ мәсилини бүгүнки заман тәливигә аңлиқ қарап, тиришчанлиқ билән саватлиқ һәл қилишқа интилишимиз керәк. Бизниң хәлқимиз көп роһий чүшкүнлүкләргә берилгәнликтинму бәзилири шунчилик мискин, жүрәк алди болуп кәткәнки, һәттә өзлириниң конституциялик һоқуқлиридин пайдилинип, өзлириниң аддий тәләп-истәклирини тегишлик орунларда ейтишқа ажизлиқ қилиду. Шуңлашқа башқисини ейтмиғанда, справка беридиған йеза Советиниң секретари көзүмизгә худа көрүнүп, һелиқиларниң алдиға әйминип, аран кирип чиқимиз.
         Биз тәләплиримизни, сиртқа чиқиралмайватқан ой-мәхсәтлиримизни қуруқ вақираш яки булуң-пушқақ, той-төкүн, нәзир-чирақларда ғевәт-сөз қилиш арқилиқла изһар қилмай, һәр қандақ ишни ашкарилиқ заманда елимизниң қанун, йол-йоруқлири асасида мәдәнийәтлик йешишкә интилгинимиз яхши. Қуруқ ваң-чуң билән сепил бузушқа болмиғандәк, мундақ ишларни қизиққанлиқта йешиш мүмкин әмәс. Һәр қандақ ишни әқил-парасәтарқилиқ, һәл қилишни үгинәйли. Бу һәқтә биз тәғдири өзимизгә охшаш хәлиқләр иш-тәжрибисидин үлгә елишимиз керәк. Өзимизниң тәғдиригә мунасивәтлик мәсилиләрни һәл қилиш мәзгилидә мүмкин қәдәр аримизға партия, Совет органлири вәкиллирини чақирип, шуларниң қатнишиши билән очуқ һалда тартинмай, мәхсәтлиримизни ейтип, уни орунлап беришни тәләп қилғинимиз яхши. Бу һәқтә Уйғур, Панфилов районлиридики уйғурларниң Қазақстан Компартияси Мәркизий Комитети вә облуслуқ партия комитети биринчи секретарьлири билән болған учришишлар һәммимизгә үлгә болғулуқтур.
         Муһим мәсилиләрни һәл қилиш үчүн партиямиз билән йәрлик органлар қизғин қоллап-қувәтләватқан Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ишлирини жанландурушумиз керәк. Униң тәркивигә өзимизниң арисидики һартәрәплимә саватлиқ, көпчиликниң һөрмитигә егә, Совет қанунини яхши билидиған, қабилийәтлиқ, хәлқимизниң һал-муңини яхши чүшинип, мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүшкә, яшлиримизни билим елишқа, һазирқи заман тәләплиригә лайиқ, интернационалистик роһта тәрбийиләшкә, көп мәсилиләрни бириниң мүрисидин иккинчисиниң мүрисигә артип қоймай, хәлқимиз намидин көтирип чиқип, тегишлик йәрләрдә һәл қилалайдиған, қуруқ сөздин көрә әмәлий ишқа майил адәмләрни жәлип қилғинимиз яхши. Мошундақ адәмләрни һәр жут, жамаәт өзлириниң арисидин тартип, өзлири яшайдиған ярләрдә сайлап, Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң  жуқарқи орунлириға әвәтип, иш маңғузуши тәләп қилиниду. Бу ишни өзимиз яшайдиған йәрләрдә өзимиз қурмисақ, уни һеч ким қуруп бәрмәйду. Мәдәний мәркәзгә өзлири иш қилип камчилиқләрни түзитишкә арилашмай, хәлиқләрни бир-бири билән дослаштурушниң орниға қәстләштүрүш үчүн һәрикәт қилидиған, тар милләтчилик чүшәнчидики адәмләрниң кирип, ишимизни бузуветишидин сақланғанлиғинимиз яхшидур. Сәвәви, бүгүнки вәзийәт чигишлишиватқан пәйттә яхши иш билән яманлиқниң ариси бари-йоқи бир қәдәмла.
         Һазир барлиқ аз санлиқ хәлиқләр арисида қурулуватқан Мәдәнийәт мәркизи – у амминиң өз хаһиши асасида, өзлириниң тәшәббуси билән барлиққа кәлгән тәшқилат. Униңға йәрлик йолбашчи орунлар йәнә илгәркидәкла бюрократизма берилип, мәркизниң тәркиви вә йолбашчи орунлириға хәлиқ ичидин чиқип, шу хәлиқниң жиғисини жиғлайдиғанларни әмәс, әксичә өзлири халап, өзлири ейтқан сөздин чиқмайдиған, һаятни өзлири қандақ халиса шундақ пәрәз қилидиған адәмләрни сайлиғуси келиду. Биз униңға хәлиқниң тәләплирини тегишлик орунларға йәткүзүп, униң орунлинишини тәләп қилалайдиған адәмләрниң сайлиғинини халиған болар едуқ. Жамаәтчилик асаста қурулуватқан тәшкилат – партия, Совет органлириниң, айрим тәшкилатларниң бизниң мәдәнийитимизни, турмушумизни яхшилаш үчүн қилидиған ишлирини  жанландурушқа ярдәмлишиған тәшкилат. Шуңлашқиму йәрлик органлар тоғра чүшәнсә, биз уларниң қилидиған ишлирини қилип, ярдәмлишиватқанлиқтин мәркиз ишини баринчә қоллап-қувәтлиши керәк еди. Амма униң әксичә жайлардики айрим адәмләр хәлиқләрниң миллий мәсилилиригә аңлиқ  қаримиғанлиқтин Мәдәнийәт мәркизи ишиға худди партиямиз сәяситигә қарши қурулуватқан, бизниң жәмийитимизгә ят тәшкилаттәк қарап, униң паалийитигә Казақстан Компартияси Мәркизий Комитети алаһидә әһмийәт бериватсиму баринчә тосқунлуқ  қилип келиватмақта. СССР-дики аз санлиқ хәлиқләр, республикимиз болмиғанлиқтин, өзлиримизниң бир милләт сүпитидә йоқулуп кәтмәй, тәрәққий етишимиз үчүн һөкүмитимиз жайларда тегишлик орунлар көрүп-байқимайватқан мүһим мәсилилиримизни өзимиз ейтип, йәткүзүп түзитишимиз үчүн кәң мүмкинчиликләр яритип, Мәдәнийәт мәркизигә чоң имканийәтләр яритип бериватмақта. Бирақ башқиларниң ейтмиғанда. Немишкиду һәттә уйғурларға вакаләтлик қилидиған мәһқимиләрни башқуридиған адәмлиримизму техичила бу ишқа қандақ болидикин дегәндәк салқин қарап, өзлирини униңдин чәткә тартип, дегилик арилашмай келиватиду. Әслидә улар яхши чүшәнсә, Мәдәнийәт мәркизи пәқәт шулар қиливатқан ишни жанландурушқа ярдәмлишидиғанла тәшкилат. Һәммимиз хәлиқимизниң миллий мәсилирини һәмкарлиқта йешишкә бирдин яндашқинимизға немә йәтсун. Биз мундақ чағда болупму хәлқимизгә вақаләтлик қилидиған орунларни егилигән билән, амма партиямизниң һазирқи миллий сәяситини тар даиридә чүшәнгәнликтин, очуқ бир иш қилсам хаталишип. Орнумдин чүшүп қалимәнмекин дәп, өз шолисидин қорқуп, йә хәлқигә, йә партиямиз билән һөкүмитимизгә пайдилиқ иш қилмайватқан әң-сәвийә, билим дәрижиси төвән адәмләрдин қутулушимиз керәк. Мундақ адәмләр бир иш қилмақ түгүл, өзиниң саватсизлиғи нәтижисидә хәлқиниң өсүп, илгирилишигиму чоң зийинини тәккүзүши мүмкин. Өз хәлқигә керәк әмәс адәмниң башқиларғиму кериги йоқ. Һазирқи ашкарилиқ заманда  Коммунистлар партияси һәммә мәсилини хәлиқниң әркигә берип, өзлирини башқуридиған йолбашчиларниму кимни халиса шуни сайлаш керәклигини ейтиватқанда, бизму өзимизгә вакаләтлик қилидиған орунларға һәқиқий хәлқимизгә көйүп ечинидиған, қабилийәтлик адәмлиримизни тәвсийә қилишимиз керәк. Болмиса көп йәрдә кадрлиримизниң начарлиғидин әмәлгә ашуруватқан ишлиримизниң сүпитиму төвән. Бу һәқтә хәлқимиз арисида һәр хил наразилиқлар көп. Һәр қайсимиз өзимизгә «мән хәлқимгә лайиқ хизмәт қиливатимәнму, йоқму?» дегән соални қоюдиған пәйт йәтти. Шундақла уйғурлар көпләп яшайдиған йәрләрдә партия, Совет вә башқиму башқуруш орунлирида бизниң кадрлиримизниң азлиғидин шу жутлардики хәлқимизниң һаят, тәғдиридин тегишлик орунлар бехәвәр қалмақта, бизниң мәсилилиримизгә, тиләклиримизгә йетәрлик әһмийәт берилмәйду. Миллий кадрлиримизниң начарлиғидин өзимизниң аллиқачан пишип, йетилгән мәсилилиримизни тегишлик орунларға ейтип, йәткүзүп, йешишта ажизлиқ қиливатимиз. Йеқинда өткән СССР хәлиқ депутатлири Съезида бизгә охшаш аз санлиқ хәлиқләрниң һәммиси дегидәк өзлириниң чоң-чоң мәсилилирини қоюп, очуқ параң қилишқанда, биз һәтта СССР Конституциясидики һоқуқимиздин пайдилинип, Совет елидики уйғурларға автоном республика бериш һәққидә сорап, тиләк билдүрүп көрүшкиму жүрәк алди болуп, қорқуп жүрдуқ. Уни чоң сәясий хаталиқ болса керәк дәп ойлидуқ. Мана һазир һәммила йәрдә КПССниң «Партияниң һазирқи шараиттики миллий сәясити» платформисиниң лайиһиси муһакима қилинимақта. Бу мәсилини муһакима қилишқа уйғурларму кәң түрдә қатнишип, өз пикир-тәклиплиримизни ейтип, башқа хәлиқләр билән биллә биз охшаш аз санлиқ хәлиқләргә автоном республика бериш һәққидә тәклип киргүзүшүмиз керәктур.
         Биз һәммимиз бир болуп бөлгүнчиликкә  берилмәй, һәрикәт қилғандила, хәлқимизниң пилдирлап йениватқан чириғини өчәрмәй сақлап қилишимиз мүмкин. Бу ишқа Өзбәкстан, Қирғизстан, Түркмәнстан вә башқиму йәрләрдики уйғур жамаәтчилигини кәң түрдә жәлип қилишимиз лазим. Биз мошу мәхсәт биләнму Уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруватимиз. Уйғурлар яшайдиған барлиқ республикиларда Мәдәнийәт мәркәзлирини қуруп бирләштүрүп бу мәсилини Пүткүл Иттипақ миқиясиға елип чиқишимиз керәктур. Униңға һәммила уйғурлар әза болуп, һәр жили әзалиқ бәдилини төләп, Мәркәзниң паалийитигә дегилик арилишиши лазим. Улар өзлири туридиған жайларда Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң бөлүмчилирини қуруп, шу йәрдә хәлқимизниң тилини, мәдәнийитини, тарихини үгиниш, уйғур тилидә чиқиватқан гезитлар, китапларни тарқитиш башқилар билән алақа бағлап һәмкарлиқта ишлиши керәк. Уйғурлар көпләп ишләйдиған кархана, завод, фабрика, мәһкимә, колхоз, совхоз вә сода орунлириниң мәдәнийәтфондиға бөлүнгән мәбләғлиридин өзлиридә ишләватқан уйғур хәлқиниң мәдәнийитини көтиришкә, тилини үгинип, тарихий ядикарлиқлирини әксигә кәлтүрүш, сәъәт өмәклири ишини жанландуруп Уйғур хәлқиниң мәдәний күнлирини өткүзүш вә башқиму көплигән ишларни әмәлгә ашуруш үчүн Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһиридики өй қурулуш банкисиниң облуслуқ башқармисиниң 3700029 счетиға мәбләғ ажритип, әвәтишишини илтимас қилимиз. Бу шу тәшкилатларниң бизниң елимиздики аз санлиқ хәлиқләргә болған ғәмхорлуғини, чин достлуғумизниң ипадисини бәлгүләйду. Шундақла Алмута шәһиридә ечилған Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң счетиға өз хәлқиниң тәрәққий етип, гүллинишини халайдиған, елимизниң һәр қандақ йерида яшиғучи вә чәт әлләрдә турғучи адәмләр шәхсий ахчилириниму әвәтиши мүмкин. Айрим йәрләрдә мошу мәсилә бойичә шәнбиликләр, ашарлар өткүзүп, шуниң ахчисини әвәтишини сораймиз. Мана бу ишимизни бирдин қоллиған атақлиқ язғучимиз Зия Сәмәдий, уруш ветерани Абдуреһим Исмайиллар вә айрим тәшкилат әзалири шәхсий ахчилирини әвәтипму үлгәрди. Әслидә илгири уйғур хәлқи тәшәббуси билән қурулған уйғурларниң мәдәний фонди, Билал Назим һәйкилини орнитиш тәшәббуслири мошу Мәдәнийәт мәркизигә бириктүрүлүп, бир йәргә топлиниши керәк
         Һазирқи вақитта республикимизда қурулған башқиму милләтләрниң Мәдәнийәт мәркәзлириниң һесавиға елимизниң барлиқ жайлири билән чәт әлләрдинму көпләп ярдәм қилинмақта. Бизму бүгүн өз хәлқимизгә муражиәт қилип, яхши ишимизни барлиқ жайлардики уйғурлар қоллап-қувәтләйду дәп ишинимиз. Мәдәнийәт мәркизи счетиға жиғилидиған ахча балилиримизни ана тилида оқутушимизға, мәдәний күнлиримизни өткүзүшүмизгә, айрим миллий қәһриманлиримиз, вә башқиму атақлиқ адәмлиримизниң исимлирини мәңгүләштүрүш, уйғурларниң музей-имарәтлирини, дәм елиш орунлирини селиш, чәт әллик уйғурлар билән барлиқ саһалар бойичә мунасивәт, алақилар орнитиш, сәнъәт өмәклиримизниң ишлирини жанландуруш, хәлқимизниң еһтияжиға керәк айрим китапларни чиқириш, айрим шәхсиләргә ярдәмлишиш вә башқиму көплигән ишларға сәрип қилиниду. Мәдәнийәт мәркизи ишини рәткә салғандин кейин өзини өзи тәмин қилиш үчүн кооперативлиқ асаста миллий ансамбльларни, ашханиларни, саз әсваплирини, миллий кийимләрни ясаш вә тикиш ишханилирини қуруп, яшлиримизға миллий һүнәрлиримизни үгитишни қолға елиши керәк дәп ойлаймиз. Шуңлашқиму хәлқимиз өз тәшәббуси билән тәшкил қилған Мәдәнийәт мәркизиниң паалийитини һәммимиз қизғин қоллап, униңға йеқиндин ярдәм қилайли.
Турған Тохтәмов – язғучи, Алмута шәһәрлик
Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси
 «Коммунизм туғи» №177, 15. 09. 1989ж.

Add Comment

Your email address will not be published. Required fields are marked *