Турған Тохтəмов — уйғур əдəбиятиниң гүллəнгəн өткəн əсирниң 70 — 80-жиллирида əң жирик əсəрлирини яратқан язғучи акилиримизниң бири. Буғдай өңлүк, хуш чақчақ, лекин һəзили дайим орунлуқ бу инсанни мəн студент чеғимдила тонуп, билгəн едим. Бир күни ятақхана фойесида «уйғур студентлирини сораватиду» дəп мени чақирип қалди. Уқушсам, улар Турған ака Тохтəмов билəн Йолдаш ака Азаматов екəн.…
